Хитай һөкүмити 2-дуня урушини хатириләш мурасим күни 850 миң пуқрани бихәтәрликни сақлашқа салиду

Мухбиримиз ирадә
2015.08.20

Хитай һөкүмити 2-дуня урушини хатириләш мурасими күни 850 миң нәпәр шәһәр пуқрасини бихәтәрликни сақлашқа салидикән. Шинхуа агентлиқи хәвиридә, бу кишиләрниң тәрбийиләнгәнликини, уларниң мурасим күни шәһәрниң һәрбир булуң-пучқиғиға, дукан-сарайларғичә орунлаштурулуп, байқалған гуманлиқ әһвалларни сақчиға мәлум қилидиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити 2-дуня урушида японийә үстидин ғәлибә қилғанлиқиниң 70 йиллиқини 3-сентәбир күни зор мурасим билән күтүвелишқа тәйярланмақта. Фирансийә агентлиқиниң ейтишичә, хитай бу мурасимни сақ-саламәт өткүзүвелиш үчүн бихәтәрлик тәдбирлирини мислисиз күчәйтмәктикән. Бу шәнбә күнидин етибарән бейҗиңдики тйәнәнмен мәйдани вә гугуң сарийиниң шималий еғиз әтраплири икки һәптә бойичә зиярәткә тақилидикән. Бундин башқа йәнә, тйәнәнмен мәйдани вә униң әтрапидики ваңфуҗиң сода мәркизидә бу шәнбә күни вә мурасим күни кочиға чиқиш мәни қилинидикән.

Фирансийә агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, хитай компартийисиниң һәр йили бир қетим дегүдәк мушундақ мурасимлар арқилиқ өзиниң күчини намаян қилидиғанлиқи, болупму униң йеқинқи йиллардин буян японийәниң хитайға қилған таҗавузчилиқини тәшвиқ қилишта барғансери әсәбийлишип кетиватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.