Чаған байрими арқилиқ қәшқәр қатарлиқ җайларда хитай мәдәнийитини әвҗ алдуруш давамлашмақта
2024.02.07
Йеқинқи күнләрдә, хитайниң “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” сәһипилиридә қәшқәр қатарлиқ җайлардики чағанлиқ тәйярлиқ вә чаған мәдәнийитини тәшвиқ қилиш күчәймәктә.
7-Феврал күни чиққан сүрәтлик хәвәрләрдә, мәркизий телевизийә истансиси чағанлиқ сәнәт кечилики мәйданлириниң бири болған “қәшқәр қәдимий шәһири” дә балиларниң путбол мәшиқ қиливатқанлиқи, ақсу шәһири кочилириниң тамамән қизил пануслар, гүллүк қәғәзләр, чағанлиқ мәснәвиләр билән безәлгәнлики, амминиң чағанлиқ тәнтәрбийә, сәнәт паалийәтлирини өткүзгәнлики, бәзилириниң әҗдиһа усули мәшиқ қиливатқанлиқи көрситилгән.
“америка авази” хитай бөлүминиң 7-феврал күни хәвәр беришичә, мәркизий телевизийә истансиси чағанлиқ сәнәт кечилики гурупписи бу йил қәшқәрдә һазирлиған тармақ сәһнә бу пирограмма барлиққа кәлгән 41 йилдин буян уйғур районида орунлаштурған тунҗи мәйдан сәһнә болуп, хитай һөкүмитиниң бу райондики миллий ассимилятсийә һәрикитиниң юқири пәллиси һесаблинидикән.
Дуня уйғур қурултийи бу һәқтә баянат берип: “хитайниң уйғурларниң мәдәнийәт бөшүки болған қәшқәрдә чағанлиқ сәнәт кечилики өткүзүштики мәқсити хәлқара җәмийәткә вә хитай хәлқигә ‛бу җай әзәлдин хитайниң бир қисми‚ дегән ялғанни тәшвиқ қилиштур, шундақла уйғурларниң түркий милләт икәнликидәк һәқиқәтни инкар қилип, аталмиш ‛җуңхуа миллити‚ дегән қалпақни кийдүрүштур” дегән.