Хәлқара пул фонди тәшкилати хитайни иқтисадий сиясәтлирини йеңилаш һәққидә агаһландурди
Хәлқара пул фонди тәшкилати (IMF) чаршәнбә күни елан қилған доклатида хитай әгәр малийисигә аит ислаһатлирини диққәт билән, системилиқ қилмиған тәқдирдә, илгири көрүлүп бақмиған хәвпләргә дуч келидиғанлиқини билдүргән. Улар шундақла бу хәвпниң дуня иқтисадиғиму тәсир көрситидиғанлиқини агаһландурған.
Бирақ, хитай мәркизи банкисиниң әмәлдари йи гаң перуниң пайтәхти лимадики йиғинда қилған сөзидә, бу тәшкилатниң сөзигә анчә етибар бәрмигән вә “мәнчә әнсирәшниң орни йоқ, хитай аз қалмай йәнә юқири вә оттура сәвийидики иқтисадий зорийишини давам қилиду” дегән.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хәлқара пул фонди тәшкилати вә дуня банкиси бу һәқтики баянлирида, хитай әгәр дәрһал иқтисадий сиясәтлиридә ислаһат елип бармиған тәқдирдә, хитай иқтисадиниң астилишиниң сәлбий тәсирлириниңму зор болидиғанлиқини агаһландурған.