Харвард вә бостон университетлиридики 3 киши хитайға җасуслуқ қилиш билән әйибләнди

Мухбиримиз әркин
2020.01.29

Америка һөкүмити харвард университетиниң бир профессори билән бостон университети вә бостондики бир медитсина тәтқиқат мәркизидә ишләйдиған икки хитай тәтқиқатчини хитай үчүн җасуслуқ қилиш билән әйиблигән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, американиң масачусеттис штатидики районлуқ федератсийә тәптиши 28‏-январ күни бу кишиләрни хитай һөкүмити билән болған алақисидә ялғанчилиқ қилиш билән әйиблигән. Бу 3 кишиниң бири профессор чарлиес лейбер болуп, у харвард университети химийә вә биохимийә факултетиниң мудири икән.

Нөвәттә, америка тәптиш әмәлдари профессор лейберни хитайдин пул алғанлиқи, униң “миң талант программиси” ға қатнашқан болсиму, лекин буни йошуруп, ялғанчилиқ қилғанлиқини әйиблигән. Хәвәрдә, қалған икки кишиниң хитай пуқраси икәнлики, йе йәнчиң исимлик хитайниң бостон университетида робот, йәни машина адәм тәтқиқатчиси, җең завсоң исимлик йәнә бириниң бостондики бәт исраил деконес медитсина мәркизиниң рак тәтқиқатчиси икәнлики илгири сүрүлгән.

Мәлум болушичә, нөвәттә чарлиес лейбер билән җең завсоң тутқун қилинған, лекин йе йәнчиң америка әдлийә тармақлири әйибләштин бурун хитайға кетивалған. Улардин җең завсоң өткән айда бир тәтқиқат әвришкисини оғрилап, хитайға қачмақчи болғанда тутқун қилинғаниди.

Масачусеттис штатидики районлуқ федератсийә тәптиши андрев леллиң сәйшәнбә күни өткүзгән ахбарат йиғинида мәзкур җасуслуқ вәқәсини “бу хитай һөкүмити өзиниң истратегийәлик бошлуқини толдуруш үчүн әтраплиқ орунлаштурған һәрикәттур” дегән. Мәлум болушичә, йе йәнчиң хитай азадлиқ армийәсиниң лейтинанти болсиму, лекин у өзиниң бу салаһийитини йошурғаникән. Америка тәптиш әмәлдари бу икки хитай пуқрасини чәтәл һөкүмәт агенти, дәп әйиблигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.