Америка хитайни тиҗарәт җасуслуқини тохтитишқа чақирди
2013.05.02
Америка хитайни тиҗарәт мәхпийәтликлирини оғрилашни тохтитишқа чақирди. Америка һөкүмитиниң сода вакаләт ишханиси түнүгүн елан қилған доклатида хитай һөкүмитини “америкиниң сода мәхпийәтликлириниң оғрилинишини тосуш үчүн тәдбир алмиди” дәп әйиблиди.
Униңда ейтилишичә, хитайниң америка иқтисадиниң җан томури болған сода мәхпийәтликлирини оғрилаш қилмишлири барғансери әвҗ елип кәткән. Һәтта хитай ичидила әмәс, бәлки хитай сиртидиму йүз беришкә башлиған.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министириниң баянатчиси хуа чүнйиң пәйшәнбә күнидики баянатида юқиридики сөзләрни “асассиз” дәп рәт қилған. Әмма, америкидики генерал моторс, моторола, дупонт қатарлиқ чоң шеркәтләр һәммисидә илгири хитай үчүн техника җасуслуқи қилған хизмәтчиләр байқалған иди. Ақсарайниң ейтишичә, 2010 - йилидин һазирғичә болған қисқиғинә 3 йил ичидила хитай шеркәтлири вә шәхслириниң америкиниң тиҗарәт мәхпийәтликини оғрилаш вәқәсидин 17 си ашкариланған.
Ақсарай сәйшәнбә күнидики баянатида, бу хил әһвалниң алдини елиш үчүн диққәт қилишқа тегишлик дөләтләргә қарита охшимайдиған тиҗарәт сиясәтлирини бекитип чиқидиғанлиқини билдүргән.