Хитай компартийәси өз кадирлирини ғәрбниң әхлақ вә қиммәт өлчәмлиригә еғип кәтмәсликкә агаһландурған
2014.07.21
“америка авази” ниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, хитай компартийәси мәркизий тәшкилат бөлүми җиддий уқтуруш чиқирип өз кадирлирини ғәрбниң әхлақ вә қиммәт өлчәмлиригә еғип кәтмәсликкә агаһландурған.
Хитай мәркизий тәшкилат бөлүминиң җиддий уқтурушида рәһбирий кадирларниң марксизм етиқадида чиң туруп, хитай миллий роһиниң мустәқиллиқини сақлишини, һәргизму ғәрбниң әхлақ вә қиммәт қарашлириға әл болмаслиқни тәләп қилған.
Көзәткүчиләр хитай компартийәсиниң мәзкур уқтурушиниң икки хил кишиләргә қаритилғанлиқини илгири сүрмәктә. Мәлум болушичә, бу икки хил кишиләрниң бири 18-қурултайдин буян парихорлуқ вә чириклик җинайәтлири билән җазаланған алий дәриҗилик әмәлдарлар болса, йәнә бири хитайдики ғәрб мәдәнийитигә чоқунидиған оттура қатлам кадирлар билән зиялийларни көрситидикән.
Көзәткүчиләр йәнә түнүгүндин буян хитайдики барлиқ һөкүмәт таратқулири улап хәвәр берилгән бу җиддий уқтурушни хитай компартийәсиниң нөвәттики баш ағриқиниң ашкарилиниши дәп қаримақта.