Хитай һөкүмитиниң аялларни техиму көп балилиқ болушқа қистиши қаршилиққа дуч кәлгән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.02

Уйғур аялларни туғмас қилип, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблиниватқан бейҗиң һөкүмитиниң хитай аяллирини техиму көп балилиқ болушқа қистиши, хитай аяллириниң қаршилиқиға дуч кәлгән.

“вол-стрет журнили” гезитиниң 2-январ күни бәргән бу һәқтики хәвиридә, һазир тәхминән бир милярд 400 милйон болған хитай нопусиниң 2100-йилиға барғанда 500 милйон әтрапиға чүшүп қелиши мумкин, дәп пәрәз қилиниватқанлиқи вә буниңға “аяллар сәвәбчи” дәп әйиблиниватқанлиқи билдүрүлгән.

Бейҗиң һөкүмитиниң хитай аяллирини техиму көп балилиқ болушқа қистиши, чәт әл тәтқиқатчилири хитайниң һөкүмәт һөҗҗәтлири, хитай сәһийә министирлиқи вә истатистика идарисиниң санлиқ мәлуматлири һәм шаһитларниң гуваһлиқлири асасида хитайниң уйғур аяллирини туғмас қилиш арқилиқ уйғур нопусини контрол қилмақчи болғанлиқини ашкарилиған бир вақитта оттуриға чиққан.

“вол-стрет журнили” гезитиниң билдүрүшичә, 2012-йили хитайда 16 милйон бовақ туғулған болса, 2022-йили 10 милйон бовақ туғулған болуп, нөвәттә хитай нопус җәһәттин чөкүшкә қарап кетип бармақта икән. Мәзкур хәвәрдә, һөкүмәтниң паракәндичиликидин тойған, бала үчүн өзини қурбан қилишни халимайватқан нурғунлиған яш хитай аяллириниң техиму көп балилиқ болушни рәт қиливатқанлиқи билдүрүлгән. Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң өткән йили 10-айда қилған бир қетимлиқ сөзидә, хитай мәмликәтлик аяллар бирләшмисидин “аялларға мунасивәтлик мәсилиләрдики хәтәрниң алдини елиш вә һәл қилиш” ни тәләп қилған иди. Лекин “вол-стрет журнили” гезитиниң көрситишичә, бәзи мутәхәссисләр, “ши җинпиңниң сөзи аяллар дуч келиватқан хәвпни көздә тутмиғанлиқи, бәлки аялларниң өзини иҗтимаий муқимлиқ үчүн чоң хәвп, дәп ойлайдиғанлиқи ениқ” икәнликини қәйт қилишқан.

Хәвәрдә, хитайда бовақларниң туғулуши 2022-йили тунҗи қетим 1960-йиллириниң башлирида йүз бәргән чоң ачарчилиқтин буян 11 милйонниң астиға чүшкәнлики, 1961-йилидики ачарчилиқта хитай бойичә 11 милйон 870 миң бовақ туғулғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.