Хитай һөкүмити өктичи журналист гав йүни 7 йиллиқ қамаққа һөкүм қилди
Бейҗиң шәһәрлик оттура сот җүмә күни атақлиқ хитай аял өктичи журналист гав йү үстидин һөкүм чиқирип, униңға 7 йиллиқ қамақ җазаси бәрди. Сот униңға “чәтәлликләрни дөләт мәхпийәтлики билән тәминләш” җинайити артқан.
Гав йүниң адвокати ша бавҗүн, бу җинайәткә дәсми болғудәк һечқандақ пакит йоқлуқини тәкитләп, гав йү билән 10 күн ичидә юқири сотқа әрз қилишни мәслиһәтлишидиғанлиқини билдүргән. Униң көрситишичә, тәптиш даирилириниң оттуриға қойған дәлили йетәрлик әмәс. Гав йүниң тәһдит астида бәргән иқрари асаслиқ дәлил болуп қалған.
Хитай һөкүмити гав йүни 2013-йили 7-айда нюйорктики “миңҗиң” ахбарат гуруһиниң башлиқи хе пиңға скайп арқилиқ хитай мәркизи комитети ишханисиниң 9-номурлуқ һөҗҗитини әвәтип бәргән, дәп әйиблигән. Бирақ хе пиң, гав йүниң ундақ бир һөҗҗәт әвәтип бәргәнликини рәт қилған болсиму, лекин бу йил 71 яшлиқ гав йү, 2014-йили 5-айда қолға елинған иди.
Явропа иттипақи гав йүгә берилгән қамақ җазасини дәрһал тәнқид қилди. явропа иттипақиниң бейҗиңда турушлуқ дипломатик өмикиниң 1-катипи рафаел дролевискй җүмә күни “бу һөкүм бизниң хитайдики кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң җүмлидин адвокат вә журналистларниң әһвалидин туйған әндишимизни күчәйтти” дегән.