“дипломат” журнили: “бейҗиң қишлақ олимпик мусабиқисини байқут қилиш үнүмлүк болуши мумкин”
2020.10.09
“дипломат” журнили 7-өктәбир мақалә елан қилип, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлақ олимпик мусабиқисини байқут қилиш хитайниң уйғур дияридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җазалаш үчүн үнүмлүк чарә болуши мумкинликини билдүргән. “дипломат” журнилиниң баш муһәррири шәнон тейзиниң намида елан қилинған мақалидә тәкитлишичә, “ғәрб либерал демократийәси билән тәнтәрбийәчиләр арисида хитайниң олимпик чүшини йоққа чиқарғудәк кәң бағлиниш бар” икән.
Шәнон тейзиниң тәкитлишичә, гәрчә 160 дәк хәлқара тәшкилат хәлқара олимпик комитетиға хәт йезип, бейҗиң қишлақ олимпик мусабиқисини бикар қилишни тәләп қилған болсиму, лекин олимпик комитетиниң бу мусабиқини бикар қилиш мумкинчилики чоң әмәс икән. Шәнон тейзи “бейҗиң қишлақ олимпик мусабиқисини байқут қилиш үнүмлүк болуши мумкин” мавзулуқ мақалисидә, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси қаттиқ начарлашқан болсиму, бирақ хәлқара олимпик комитетиниң президенти томас бахниң “сиясий арқа көрүнүши вә дөләт тәвәлики сәвәблик” олимпикни байқут қилишқа қарши турғанлиқини тәкитлигән.
Униң қәйт қилишичә, ғәрбтики либерал демократик дөләтләр қишлиқ олимпик мусабиқилиридә мәйли тәнтәрбийә маһарити, мәйли қизиқип көрүш җәһәтләрдә болсун, үстүнлүкни игәнлигән болуп, әгәр улар хитайниң уйғурларға тутқан қорқунчлуқ муамилисини көрмәскә салған, уни нормаллаштурған олимпик мусабиқисигә қатнишишни рәт қилса, бу 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисигә әҗәллик зәрбә болидикән.