Хитайниң өзәк қийинчилиқи барғансери еғирлишип маңған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.07

Йеқинда хитайниң әқлифон ишләпчиқарғучиси болған “хуавей” өзиниң Mate 60 Pro әқлий иқтидарлиқ янфонини базарға салғандин кейин, бир қисим ахбаратларда хитайниң америка қойған өзәк җазасини бөсүп өткәнлики, хитайниң йерим өткүзгүч техникисида ғәрбкә йетишивелиш алдида турғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалған.

Бирақ, америкада нәшрдин чиқидиған “баррон” (Barron) журнилиниң хәвәр қилишичә, әмәлийәт буниң әксичә болуп, хитайниң өзәк ишләпчиқириши техиму тәслишиветипту.

Мақалидә дейилишичә, бу саһәдики мутәхәссисләр “хуавей” ниң йеңи әқилфонлирида ишлитилгән 7 нанометирлиқ түгүндә ясалған өзәкниң йеңи әмәсликини, хитайниң әң чоң өзәк ишләпчиқарғучи йерим өткүзгүч ясаш ширкити (SMIC) ишләпчиқарған бу өзәкниң өткән йили биткойин тәңгисини қезиш үчүн ишлитилгәнликини байқиған.

Техиму конкрет қилип ейтқанда, 7 нанометирлиқ өзәк, алма ширкити өзиниң 2018-йили ишләпчиқарған айфонлири (iPhone) да ишләткән өзәкләр билән охшаш болуп, юқири пән-техникада 5 йил арқида қелиш дегәнлик наһайити узун вақит һесаблинидикән.

“баррон” ниң дейишичә, “хуавей” ширкитиниң бу нөвәт йеңи телефонлирини базарға салғанда, бурунқиниң әксичә көп тәнтәнә қилмаслиқиму бу пәрәзни күчләндүридикән, әмма улар бу һәқтики соалларға җаваб бәрмигән. Мақалидә дейилишичә, хитайниң бу саһәдә алға илгирилишидә икки түп мәсилә бар болуп бири, хитай техи 7nm дин һалқип, 5nm вә 3nm лиқ өзәкләрни ясаш өткилидин өтәлмигән. Бирақ бу техника америкада аллиқачан кәсип өлчимигә айлинип болған.

Йәнә бири, хитайниң қолида бар болған 7nm техникиси билән өзәк ясашни давамлаштуруш үчүн йерим өткүзгүч ясашта интайин муһим болған вә DUV дәп атилидиған литографик запчас вә системисини йеңилап туруши керәккән. Әмма бу запчасларни ясайдиған әң чоң ишләпчиқарғучи болған голландийәдики ASML Holding  ширкити, бу йил 1-сентәбирдин башлап хитайға қаратқан литографик чәклимисини йәниму кеңәйткән. Хитай әгәр өзәк ишләпчиқиришни сақлап қелиш үчүн зөрүр болған запчас вә мулазимәтләргә еришәлмисә, униң һазирқи DUV системисиму бузулуши мумкинкән.

Қисқиси, йерим өткүзгүч ясаш техникисида хитай ғәрбтин хелила арқида қалған болуп, униң пат йеқинда йетишивелишиму еһтималға йеқин әмәскән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.