Хитай пулиниң алмаштуруш қиммити төвәнлиди

Мухбиримиз җүмә
2018.02.10

Пәйшәнбә күни хитай пулиниң алмаштуруш қиммити хәлқара базарда 1 пирсәнт төвәнләп 2015-йилидин буянқи әң төвән чәккә чүшкән.

Фокус сода хәвәрлири торида көрситишичә, хитай пулиниң америка доллири билән болған алмаштуруш қиммити йиллардин буян 8 пирсәнт өрлигән болса, чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири бирақла төвәнлигән. Бу икки күндики төвәнләш нисбити җәмий 1. 5 Пирсәнткә йәткән. 

Пәйшәнбә күни бир йүән хитай пулиниң бир доллар билән болған алмаштуруш қиммити 6. 32 Долларға чүшкән. 

“блумберг тори” да көрситишичә, хитай пул қиммитиниң төвәнлишигә пәйшәнбә күни хитайдики әң чоң аксийә базири “шаңхәй бирләшмә индекси” да көрүлгән җиддий төвәнләшму сәвәб болған.

Хәвәрдә нәқил қилишичә, сингапор AG сода банкисидики иқтисадшунас җу хав аксийә базиридики төвәнләш вә сода санлиқ мәлуматлири хитай пулиға қарта пәйда қилған бесимниң йәнила еғир икәнликини билдүргән.

Һалбуки, америка доллириниң башқа пуллар билән болған қиммитини көзитидиған вал стрет доллар көрсәткүчигә қариғанда, америка доллириниң башқа 16 дөләтниң пули билән болған алмаштуруш қиммити 1 пирсәнт өскән. 

Хитай мәркизи банкиси 2015-йили хитай пулиниң қиммитини сүний һалда икки пирсәнт әтрапида төвәнләткән иди. Әмма нөвәттики хәвәрләргә қариғанда бу қетим хитай пулиниң қиммити базар әһвалиға асасән төвәнлигән икән.

Бу хил төвәнләш һадисисиниң алдимиздики күнләрдә йәнә көрүлидиған яки көрәлмәйдиғанлиқи һазирчә намәлум. 

Әмма, “хитай иқтисадий вақит гезити” пәйшәнбә күни елан қилған обзорида хитай пули қиммитидә көрүлидиған давалғушниң йәнә бир мәзгил давамлишиши мумкинликини билдүргән.

Җүмә күни хитай аксийә базирида йәнә төвәнләш көрүлгән, төвәнләш 6 пирсәнт әтрапида болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.