Хитай қатил гумандариниң бутханиға раһиб вә сиясий кеңәшкә әза болувалғанлиқи ашкариланди
2016.08.31
Хитай вә хәлқара ахбарат васитилиридә хәвәр қилинишичә, 2000-йили хитайниң хейлоңҗяң өлкисидә 3 кишини пичақлап өлтүргән бир қатиллиқ делосиға четилған гумандар җаң ливейниң 16 йилдин бери әнхуйдики бир бутханида йошурунуп кәлгәнлики ашкариланған.
Хәвәрләрдә баян қилинишичә, у вәқә садир қилғандин кейин хейлоңҗяңниң 1000 километир җәнубидики әнхуйниң феңяң наһийәсигә көчүп кәлгән вә чечини чүшүрүветип у йәрдики луңшяң ибадәтханисиға киргән. У бу бутханида дәсләптә ашпәз, арқидин раһиб, һәтта феңяң наһийилик сиясий кеңәшниң әзаси болуп тәйинләнгән.
Һиндистан експирс гезитиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилишичә, җаң ливей паспортқа рәсимгә чүшүш үчүн сақчиханиға барған вә бармақ изи елинған чағда, униң 16 йил аввалқи қатил гумандари икәнлики паш болуп қалған.