Ғулҗада сақчиларниң қийин-қистиқида өлгән хитай пуқрасиниң делоси уйғур тутқунлириға болған әндишини техиму күчәйтти
2024.01.16
14-январ күни хитайниң “малийә хәвәрлири” тори, 2018-йили ғулҗада хитай сақчилириниң қийин-қистиқида өлгән 31 яшлиқ бир хитай пуқрасиниң делосини ашкарилиған.
Мәлум болушичә, даириләр “малийә вақти” гезитиниң бу хәвирини дәрһал тордин елип ташлиған болсиму, әмма бу дело хитай торлирида хели ғулғула қозғап, чәтәл иҗтимаий таратқу супилириғиму тарқалған. Бир хитай пуқрасиниң сорақ җәрянидики қийин-қистақта өлүши, охшаш бир вақитта бу райондики уйғур тутқунлириниң тәқдиригә болған әндишиләрни техиму күчәйткән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлири вә шаһитларниң гуваһлиқлиридин, хитай һөкүмитиниң 2017-йил башлиған чоң тутқунида уйғурлар қанунниң қоғдишидин пүтүнләй мәһрум қилинғанлиқи, хитай аманлиқ органлириниң һәрқандақ зораванлиқ һәрикитиниң қануни чәклимигә учримайдиғанлиқи мәлум.
“малийә хәвәрлири” ниң ашкарилишичә, қийин-қистақта өлгүчи ғулҗада олтурушлуқ бир хитай аялниң ялғуз оғли болуп, у 2018-йили 27-март күни қорғаста җедәл маҗира пәйда қилиш, аваричилик туғдуруш билән әйиблинип қолға елинғаникән. У, шу йили 9-айдики бир қетимлиқ сорақта қаттиқ қийин-қистаққа елинип, таяқ зәрбисидә һаятидин айрилғаникән.
Сақчи тәрәп сүн рензе исимлик бу хитай пуқрасиниң гелигә су түрүп қелиши сәвәбидин өлгәнликини илгири сүрсиму, лекин униң анисиниң қанун дохтури вә адвокат яллап, тохтимай әрзи қилиши арқисида, ахири күйтун шәһәрлик сот мәһкимиси бу дело үстидин 2023-йили 11-айда сот ачқан.
Мәлум болушичә, сотта сүн рензениң өлүшигә четишлиқ 8 сақчи җавабкарлиққа тартилип, 3 йилдин 8 йилғичә қамаққа һөкүм қилинған. Хунәнниң җуҗов шәһиридики бир сақчи понкитиниң сабиқ муавин башлиқи го минниң радийомиз хитай бөлүмигә ейтишичә, хитайда гумандарларни сорақ қилишта бу хил “усул” кәң омумлашқан болсиму, лекин җинайи ишлар делолириға қарита сақчиларниң нисбәтән түрүмни тәкитлисиму, әмма сиясий делоларда сақчиларниң “қилмайдиғини йоқ” икән.