Америка сода министирлиқи йәнә хитайниң 7 чоң алаһидә иқтидарлиқ компютер ширкитини қара тизимликкә киргүзгән
2021.04.09
Америка CNBC ториниң 8-апрел бәргән хәвиригә қариғанда, америка сода министирлиқи дөләт бихәтәрликини ойлишип, хитайниң 7 чоң алаһидә иқтидарлиқ компютер ширкитини қара тизимликкә алған. Булар тйәнҗин фейтең учу техникиси ширкити, шаңхәй юқири иқтидарлиқ топлаштурулған ток йоли лайиһәләш мәркизи, шенвей микро електрон ширкити, дөләтлик дәриҗидин ташқири һесаблаш мәркизи җинән шөбиси, дөләтлик дәриҗидин ташқири һесаблаш мәркизи шенҗен шөбиси, дөләтлик дәриҗидин ташқири һесаблаш мәркизи вуши шөбиси вә дөләтлик дәриҗидин ташқири һесаблаш мәркизи җеңҗу шөбиси қатарлиқлар икән.
Америка сода министирлиқи бу 7 ширкәтни хитай һәрбий тәрәпкә алаһидә иқтидарлиқ компютер ясап бәргәнлики, хитай армийәсини заманивилаштуруш вә кәң көләмлик қирғучи қоралларни ишләпчиқиришқа ярдәм бәргәнлики үчүн қара тизимликкә киргүзгән. Америка сода минситири гина раймонд мундақ дегән: “алаһидә иқтидарлиқ компютерлар заманиви қораллар вә дөләт бихәтәрлик системисиниң тәрәққиятида һалқилиқ рол ойнайду. Мәсилән, атом қораллири вә аваздин тез учидиған айропиларниң һәммиси дегүдәк униңға тайиниду. Америка сода министирлиқи хитайниң американиң техникисидин пайдилинип өз армийәсини заманивилаштурушиға, муқимлиқни бузушқа урунишиға һәргиз йол қоймайду.”
Анализчиларниң қаришичә, американиң бу юқири техникилиқ ширкәтләрни җазалаш қарари хитайни техника җәһәттин арқида қалдуридикән вә униң һәрбий кеңәймичилики вә җаһангирлик қара нийитигә күчлүк зәрбә берәләйдикән.