Хитай даирилири тәйвән билән болған алақини үзди
2016.06.26
Хитай даирилири тәйвән “бир хитай принсипи” ни етирап қилмиғанлиқи үчүн улар билән болған алақә қанилини тақиғанлиқини билдүрди.
Шинхуа ахбарати 25 - майдики хәвиридә хитай икки қирғақ мунасивәтлири ишханисиниң баянатчиси ән феңшәнниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, хитайниң юқириқи қарариға тәйвәнниң йеңи президенти сәй йиңвенниң “бир хитай принсипи” ни очуқ ашкара қоллимиғанлиқи сәвәб болған.
Ән феңшән мундақ дегән: “тәйвән бир бир хитай принсипини көрситидиған сиясий асас - ‛1992ортақ тонуши‚ ни етирап қилмиғанлиқи үчүн икки қирғақ арисидики алақә механизми тохтитилди.”
Сәй йиңвен тәйвән мустәқиллиқини яқилиғучи партийә - “демократийә илгириләш партийәси” ниң намзати болуп, у бу йил январдики президентлиқ сайлимида ма йиңҗюни йеңип, гоминдаң партийәсигә хатимә бәргән вә 20 - май қәсәм берип вәзипә тапшуруп алған иди.
1992 - Йили хитай вә тәйвән даирилири арисида һасил қилинған пикир бирликигә асасән “1992 орта тонуши” имзаланған, буниңда һәр икки тәрәпниң аталмиш “бир хитай принсипини” ни етирап қилиши бәлгиләнгән.
Сәй йиңвен қәсәм бериш мурасимидики нутқида тәйвәнниң нөвәттики һалитини сақлайдиғанлиқи һәмдә “1992 ортақ тонуш” қа һөрмәт қилидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма “бир хитай пиринсипи” ни тилға алмиған.
Хитай даирилири әйни чағдиму буниңға инкас қайтуруп “бир хитай пиринсипи” ниң тәйвән билән алақини сақлаштики түп асас икәнликини билдүргән иди.