Җяңсудики топ тарқитиш базиридики содигәрләр билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди

Мухбиримиз меһрибан
2013.07.09

8-Июл күни җяңсуниң чаңҗу шәһиридики топ тарқитиш базириниң тохтитилғанлиқиға наразилиқ билдүргән содигәрләр билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди.

Радиомиз хитай бөлүми игилигән учурлардин мәлум болушичә, дүшәнбә күни җяңсу өлкиси чаңҗу шәһири топ тарқитиш базиридики 1000дин артуқ содигәр, даириләрниң топ тарқитиш базирида отттин мудапиә көрүш әслиһәлирини тәкшүрүш намида тиҗарәтниң тохтитилидиғанлиқи һәққидә чиқарған уқтурушиға наразилиқ билдүрүп, базар тохтитилғанлиқ сәвәбидин һөкүмәтниң содигәрләрниң тартқан зиянлирини төләп беришни тәләп қилған.

Әмма, шәһәрлик һөкүмәт топ тарқитиш базириға 300дин артуқ алаһидә сақчиларни әвәтип, наразилиқ намайиши қиливатқан тиҗарәтчиләрни лаза сүйи қатарлиқларни чечиш арқилиқ мәҗбурий тарқитиветишкә урунған. Нәтиҗидә сақчилар билән тиҗарәтчиләр арисида тоқунуш йүз берип,һәр икки тәрәптин ярилиниш әһваллири көрүлгән, наразилиқ намайишиға йетәкчилик қилған 3 нәпәр содигәр сақчилар тәрипидин тутқун қилинған.

Намайишниң тәрәққияти һәққидә радиомизға инкас қилғучиларниң билдүрүшичә, 9-июл сәйшәнбә күни әтигән топ тарқитиш базирида вәзийәт сақчилар тәрипидин контрол қилинған болуп,нөвәттә шәһәрлик һөкүмәт топ тарқитиш базиридики тиҗарәтчиләр билән сөһбәт өткүзүш арқилиқ мәсилини һәл қилишни тәшәббус қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.