Хитайға қайтурулған уйғурлар һәққидә хәвәр ишләшкә барған тайланд мухбирлири тәқибләнгән
2025.03.20
Бу һәптә тайланд вәкилләр өмики тәркибидә уйғур елидә зиярәттә болған тайланд мухбирлири хитай даирилириниң қаттиқ контроллуқиға учриған. Буларниң арисидики бир мухбирниң ейтишичә, хитай бихәтәрлик хадимлири уларни башлапла йүргән вә улар тартқа рәсимләрни көрүшни, уларниң тәстиқисиз һәр қандақ рәсимни тайландқа йоллашқа болмайдиғанлиқини тәләп қилған.
Бу мухбирлар йеқинда хитайға қайтурулған 40 нәпәр уйғур мусапирни “йоқлаш” үчүн 18- феврал уйғур елигә барған тайланд һөкүмәт вәкилләр өмики билән биллә елип келингән мухбирлар икән.
27-Феврал тайланд даирилири хәлқара җәмийәтниң қаттиқ наразилиқиға қаримай, 2014-йилдин буян тайланд түрмилиридә изтирап чекиватқан 48 нәпәр уйғурниң 40 нәпирини хитайға қайтурған.
2014-Йили таянди һөкүмити 300 дин артуқ уйғурни чеградин қанунсиз өтүш җинайити билән тутуп туруш орниға қамиған. 2015-Йили булардин 109 нәпири хитайға қайтурулған, бир қисимлири түркийәгә өткүзүп берилгән. Әйни йили тайланд түрмисидә йәнә 60 қа йениқ уйғур мусапирниң қелип қалғанлиқи хәвәр қилинған иди.
Уйғурларни мәҗбурий қайтуруп кетип хәлқаралиқ аһанәткә қалған хитай даирилири “тайландтин қайтуруп келингән уйғурларниң һал-әһвалниң яхши” икәнликини тәшвиқ қилиш үчүн тайланд муавин баш вәзири фумтам вечаячай вә бир қисим тайландлиқ мухбирларни қәшқәргә 3 күнлүк зиярәткә тәклип қилған иди.
Мәзкур зиярәт өмикигә қатнашқан тайланд мухбири пранот вилапасуван фейисбукқа йоллиған бу һәқтики бир учурида хитайниң тәқиблишигә учриғанлиқини билдүргән.
У мундақ язған: “тайланд мухбирлириға бихәтәрлик хадимлири һәмраһ болди вә рәсимләрни тайландқа йоллаштин бурун тәкшүрүп тәкшүрүшни тәләп қилди”. У йәнә, хитай хадимлириниң рәсимгә тартилған уйғурларниң чирайини ғувалаштурушни һәмдә хитай әмәлдарлирини рәсимгә тартмаслиқни тәләп қилғанлиқини билдүргән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики алий тәтқиқатчи сунай фасукниң радийомизға ейтишичә, тайланд һөкүмитиниң уйғур елигә қаратқан бу нөвәтлик зиярити алдин сәһниләштүрүлгән зиярәт болуп, тайланд һөкүмити пәқәт хитай һөкүмитиниң тәтүр тәшвиқатиға җор болған.