Хитай тәтқиқатчилириниң ковид-19 вирусиниң қурулмисини хели бурунла тәтқиқ қилғанлиқи ашкариланған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.01.18

Хитайдики тәтқиқатчиларниң 2019-йили 12-айниң ахиридила Covid-19 ни кәлтүрүп чиқиридиған вирусни айрип, қурулмисини тәтқиқ қилип болғанлиқи ашкариланған.

“вал – сирт журнили” ниң дейишичә, бу бейҗиң һөкүмити әҗәллик вирусниң тәпсилатлирини дуняға ашкарилаштин аз дегәндә икки һәптә илгиригә тоғра келидикән.

Бу дөләт қармиқидики хитай теббий пәнләр академийәсиниң бир қисми болған патоген бийологийә институтидики (Institute of Pathogen Biology) тәтқиқатчи доктор лили ренниң 2019- йили 28-декабир күни, америка һөкүмити башқуридиған бир санлиқ мәлумат амбириға вирус қурулмисиниң асасий рәт тәртипигә аит бир материялни йүклигәнликиниң оттуриға чиқиши билән ашкариланған. У чағда хитай әмәлдарлири техи бу кесәлни “намәлум сәвәб” тин пәйда болған вируслуқ өпкә яллуғи дәп тәсвирләватқан вә вухәндики деңиз мәһсулати базирини техи тақимиғаникән.

Америка дөләт мәҗлисидики тәкшүргүчиләр тәрипидин байқалған бу йеңи мәлумат хитайниң бу әҗәллик вирус тарқалған дәсләпки мәзгилләрдә немиләрни билидиғанлиқи һәққидә соал пәйда қилған.

Америка һөкүмитиниң юқум һәққидики вақит җәдвилигә асасланғанда, хитай 2020-йили 11-январ күни дуня сәһийә тәшкилати билән вирусниң қурулма тәртипини ортақлашқан.

“вал-ситрит журнили” гезитиниң дейишичә, бу саһәдики мутәхәссисләр бу дәсләпки икки һәптиниң хәлқарада вирусни чүшиниш, уни тизгинләш, давалаш, мудапиәни күчәйтиш вә ахирида ваксина әмләштә һәл қилғуч рол ойниши мумкинликини дегән.

Америка авам палата әзаси макморрис родҗерс баянатида “бу вәқә хитайниң вирус һәққидики һәрқандақ сөзигә ишинишкә болмайдиғанлиқини көрситип бериду” дегән.

Америка дөләт мәҗлисидә қурулған тәкшүрүш комитети йиғқан мәлуматларда ковид-19 вирусиниң вухәндики тәҗрибиханидин тарқилип кәткән болуш еһтималлиқи күчийиватқан бир шараитта хитайдики тәтқиқатчиларниң әмдиликтә йүз пирсәнт өлтүрүш күчигә игә болған йеңи бир хил вирусни тәтқиқ қиливатқанлиқи оттуриға чиққан.

Күндилик хәвәрләр ториниң дейишичә, хитай армийәси билән четишлиқи болған хитай тәтқиқатчилар “ GX_P2V” дәп атилидиған вә  өмилигүчи һайван  панголиндин (pangolin), йәни тағ тешәрдин тепилған ковидқа охшаш вирусни клонлап, чашқанларни юқумландурған болуп, чашқанлар 8 күн ичидә пүтүнләй өлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.