Хитай язғучилар җәмийитиниң башлиқи уйғур язғучилирини партийәгә хизмәт қилишқа чақирған
2023.06.21
“тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 20-июн күни чиқарған хәвиригә қариғанда, хитай язғучилар җәмийитиниң партком секретари вә муавин рәиси җаң хуңсен 6-айниң 15-күнидин 19-күнигичә уйғур районида “тәкшүрүп тәтқиқ қилиш” та болған вә “партийәниң әдәбият хизмитигә болған рәһбәрликини күчәйтиш, асасий қатламдики язғучилар қошуниниң ролини җари қилдуруш” ни тәкитлигән.
У көп мәйдан өткүзгән сөһбәт йиғинлирида “шинҗаң язғучилири шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландурушниң асаслиқ қошуни, бу ишта шинҗаңниң әдәбият қошуниға тайиниш керәк; язғучилар бу бурч вә мәсулийәтни зиммисигә елип, җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини ипадиләп, милләтләр иттипақлиқини мустәһкәмләйдиған мунәввәр әсәрләрни яритиши керәк” дегәнләрни тәкрарлиған.
Хитай һөкүмити йиллардин бери уйғурларниң ана тил оқутушини чәкләп, уйғур әдәбиятини дәрсликтин чиқирип ташлап, язғучиларни лагер-түрмиләргә қамап, зор көләмдә мәдәнийәт қирғинчилиқи елип барған, пешқәдәм язғучилар өлүп, яшлири түрмә-лагерларға қамалған бир вәзийәттә җаң хуңсенниң бу хил тәшвиқатни қилиши уйғур диярида әдәбиятниң асасән өлгәнликини, партийә һәммини контрол қилидиған әдәбиятниңму қизил тәшвиқаттин башқа нәрсә болалмайдиғанлиқини көрсәтмәктә.
Хәвәрләрдин мәлум болғинидәк, уйғурларниң тиниқи вә авази болуп кәлгән әхтәм өмәр, пәрһат турсун, аббас моняз, ясинҗан садиқ чоғлан, адилҗан туняз қатарлиқ язғучи-шаирлар түрмә-лагерларға қамалған болуп, сиртта қалғанлири тәқиб астиға елинған вә сиясий шоардин башқа нәрсә язалмайдиған һалға келип қалған. Америкалиқ антрополог вә уйғуршунас дәррен байлер бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, хитай һөкүмитиниң лагердин аман қалған уйғур язғучилири арқилиқ хитайниң сиясити вә шоарини тәшвиқ қилидиғанлиқини, шундақла уйғур язғучилириниң орнини хитай яки хитай тиллиқ башқа язғучилар игиләватқанлиқини билдүргәниди.