Хитайдики тутқун қилинған адвокатларни қоюп бериш һәққидә очуқ хәт елан қилинди
2017.01.31
Америка адвокатлар җәмийитиниң 30-январдики тор хәвиридин мәлум болушичә, америка вә явропада тонулған 29 нәпәр адвокат хитай рәиси ши җинпиңға очуқ хәт йезип, 2015-йили 7-айда тутқун қилинған кишилик һоқуқ адвокатлирини қоюп беришни тәләп қилған.
Америка авази радийосиниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә: “хитай кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши керәк” дәп мавзу қоюлған очуқ хәтниң дәсләпки нусхиси америка адвокатлар фондиниң тәтқиқатчиси теренсе халли тәрипидин йезилип, 23-январ әнглийәниң гвардиян гезитидә елан қилинған. Мәзкур очуқ хәткә америка адвокатлар фондиниң рәиси давид коллинс, б д т мәһбусларни қийнап сорақ қилишни чәкләш ишханисиниң сабиқ тәтқиқатчиси манферд новак, фирансийәниң сабиқ әдлийә министири роберт бадинтер қатарлиқ америка вә явропада тонулған 29 нәпәр адвокат имза қойған.
Мәзкур хәткә қол қойған адвокатлардин америка адвокатлар фондиниң иҗраийә рәиси аҗай меһротра америка авазиниң зияритини қобул қилип, мәзкур хәттә 2015-йили 9-июл йүз бәргән 300 дин артуқ адвокатни тутқун қилиш вәқәсидә қолға елинип, һазирға қәдәр қоюп берилмигән җаң тйәнюң, ше яң, ли хепиң, ваң чүәнҗаң қатарлиқ 20 дин артуқ адвокатниң нами тилға елинғандин башқа, хитай түрмилиридики башқа виҗдан мәһбуслириниму қоюп бериш тәләп қилинғанлиқини, хитайда давамлишиватқан сақчиларниң тутқунларни қийнап иқрар қилдуруш қилмиши қатарлиқ қанунға хилап қилмишлар әйибләнгәнликини билдүргән.