Шаңхәйгә кәлгән уйғурлар вә уйғур райониға барған чәт әл мухбирлири тәқип-назарәткә елинған
2023.05.03
Америка бихәтәрлик вә назарәтчилик кәспи тәтқиқат гурупписи (IPVM) 5-айниң 2-күни ахбарат елан қилип, шаңхәй сақчилириниң бу шәһәргә кәлгән уйғурлар вә уйғур райониға барған чәт әл мухбирлирини тәқип-назарәт астиға алғанлиқини ашкарилиған.
25 Милйон нопуси бар шаңхәй шәһиридики сақчи идариси “һәр саһәдики ят, ғәйрий адәмләрни сүзүп чиқидиған 26 хил модел (қелип, әндизә)” ни санлиқ мәлумат амбириға киргүзүвәткән болуп, униң бирси “алаһидә хадимларни көрситип бериш модели” икән; уйғур райониға баридиған айропилан яки пойизниң белитини заказ қилған чәт әл мухбирлириға аптоматик бәлгә уруп қойидикән.
Хитайдики чәт әл мухбирлири кулубиниң 2021-йиллиқ доклатиға асасланғанда, 2021-йил уйғур райониға барған мухбирларниң 88 пирсәнти пуқрачә кийингән сақчиларниң тәқип-назарәт қилишиға учриған.
26 Хил моделниң йәнә бири “шаңхәйгә кәлгән уйғурларни байқаш” болуп, бу шәһәргә кәлгән уйғурларни аптоматик тепивалидикән. Ичкири хитайға кәлгән уйғурлар нәгила барса тәқип-назарәт астиға елинидикән вә даим сақчиларниң соал-сорақлириға дуч келидикән.
Бу ахбаратта ейтилишичә, хитайдики әли баба ширкити сақчиларға “уйғурларни тонуп бериш тор бошлуқи мулазимити” билән тәминләйдикән, буни уларниң өзиму етирап қилған болуп, ирқий кәмситишкә мунасивәтлик сүний әқил деталлирини тәтқиқ қилғанлиқини, әмма буниң мәлум милләткә қаритилидиғанлиқини ойлап бақмиғанлиқини билдүргән.