Хитайниң җеҗяң өлкисидики бир химийә завутида партлаш йүз бәргән
2015.09.07
“америка авази” радийосиниң хәвиригә қариғанда, бүгүн, йәни 7-сентәбир чүштин кейин җеҗяң өлкиси лишүй шәһириниң иқтисадий тәрәққият районидики бир химийә завутида партлаш йүз бәргән.
Партлаштин келип чиққан шиддәтлик от апити шу йәр вақти кәчқурун саәт 18:30 да андин контрол қилинған. Әмма һазирға қәдәр вәқәдә адәм өлүш яки ярилиниш һадисисиниң болған яки болмиғанлиқи һәққидә учур йоқ.
Хәвәрдә дейилишичә, хитайдики көплигән кишиләр аһалиләр олтурақ районлириға йеқин җайға орунлашқан химийә завутлири, асан от алидиған хәтәрлик буюмлар искилатлиридин қаттиқ әндишә қилмақтикән.
Мәлум болушичә, тйәнҗиндики зор партлаштин кейин, хитайниң башқа өлкә вә шәһәрлиридики бир қисим химийә завутлиридиму партлаш йүз бәргәнлики илгири сүрүлмәктә.
Игилинишичә, 8-айниң 31-күни шәндуң өлкисидики биңюән химийә завутида партлаш йүз бәргән. Шәндуң өлкиси дуңйиң шәһәрлик һөкүмәт ториниң хәвиригә қариғанда, 9-айниң 5-күнигә қәдәр мәзкур партлашта җәмий 13 киши һаятидин айрилған.