Гуаңшидики зәнҗирсиман партлашта 7 адәм өлди
2015.09.30
Гуаңши җуаң аптоном райониниң лючең наһийисидә чаршәнбә күни уда 17 қетим зәнҗирсиман партлаш вәқәси йүз берип, йәттә адәм өлүп, он нәччә адәм яриланған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур партлашта 51 адәмниң яриланғанлиқи, 2 адәмниң йоқап кәткәнлики билдүрүлгән болуп, партлаш чаршәнбә күни чүштин кейин 3тин 15 минут өткәндә вә саәт 5 тә йүз бәргән. Партлаш шу җайдики дохтурхана, базар, түрмә, аптобус бекити вә бир қанчә һөкүмәт биналирида йүз бәргән икән.
Бу вәқәни хитайдики “нәнго сәһири гезити” му хәвәр қилған болуп, лючең наһийилик сақчи идариси аһалиларға җиддий уқтуруш чиқарған. Уқтурушта почтидин кәлгән халтиларни ачмаслиқ агаһландурулған.
Һазир, партлаш сәвәби вә гумандарлар тәкшүриливатқан болуп, хитай мәтбуатида лючең наһийиси тәвәсидин вей фамилилик бир нәпәр 33 яшлиқ гумандарниң тутқун қилинип, тәкшүрүлүши астиға елинғанлиқи ашкариланди.
Гуаңши, җәнубидики хитайдики җуаң миллитиниң аптоном райони болуп, мәзкур аптоном район аһалисиниң 62% ни хитайлар, 32% ни җуаң миллити тәшкил қилиду.
Партлаш йүз бәргән лючең наһийиси люҗу шәһиригә қарашлиқ наһийә болуп, гуаңшидики әң чоң санаәт базиси һесаблинидикән.