Вухәндики таҗсиман вирустин өлгәнләрниң сани ашмақта

Мухбиримиз әзиз
2020.01.21

Хитайниң вухән шәһиридә йеңидин байқалған таҗсиман юқумлуқ вируси нөвәттә пүтүн хитайни сарасимигә селиш билән биргә, хитайға қошна дөләтләргиму тарқилип йеңи бир мәйдан дуняви апәттин бешарәт бәрмәктикән.

Хитай рәиси ши җинпиң 20-январ күни мәхсус йолйоруқ берип “йеңидин байқалған таҗсиман вирусиниң тарқилиши һәққидики хизмәтни йүксәк мәсулийәтчанлиқ билән бәҗа кәлтүрүш” ни тәкитлигән.

“дәвр” журнилиниң 21-январдики хәвиридә ейтилишичә, шу күни хитай дөләтлик сәһийә сақлиқни сақлаш комитети мәзкур вирусниң һазир хитайдики башқа шәһәрләргә тарқиливатқанлиқини, һазирғичә бу вирустин юқумлинип өлгәнләрниң сани алтигә йәткәнликини билдүргән. Шундақла бу вирусниң һазир аллиқачан тәйвән, җәнубий корейә, тайланд вә японийә қатарлиқ җайларға тарқилип болғанлиқини муқимлаштурған.

Хәлқара сәһийә тәшкилати 22-январ күни мәхсус йиғин чақирип вухәндин тарқиливатқан таҗсиман вирус һәққидә дуняви агаһландуруш тарқитишниң зөрүр яки әмәслики һәққидә қарар алмақчи болуветипту. Чүнки хәлқарадики нопузлуқ бир қисим тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң юқумланған кишиләрниң сани тоғрисида әмәлий әһвални йошуруватқанлиқини байқиған. 16-январ күнила вухән шәһиридә юқумланғанлар аллиқачан 1700 гә йәткән болуп, шу күни хитай һөкүмити “юқумланған киши 41 нәпәр” дәп җакарлиған.

Мәлум болушичә, бу йеңи вирус адәттә вирус билән юқумланғучи кишиниң башқилар билән учришиши арқилиқ тарқилидиған болуп, сарс кесилидин буянқи йәнә бир қетимлиқ қорқунчлуқ юқумлуқ кесәл һесаблинидикән. Нөвәттә шималий корейә һөкүмити бу вирусниң тарқилишидин сақлиниш үчүн мушу чаршәнбә (22-январ) дин башлап чәтәлликләрниң чеградин киришини мәни қилмақчи икән.

21-январ күни америкидики таҗсиман вирус билән юқумланған тунҗи киши вашингтон штатида байқалған. Әмма бу кишиниң хитайға берип юқумлинип қалғанлиқи яки башқа җайдин бу вирусни юқтурувалғанлиқи техи ениқ әмәс икән. Нөвәттә америка айродромлирида хитайдин қайтип кәлгән кишиләрни мәхсус тәкшүрүштин өткүзүп, уларниң таҗсиман вирус билән юқумланған яки юқумланмиғанлиқини ениқлаш башланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.