Хитайдики чәт әл мәблиғи изчил төвәнләп маңған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.12

Көплигән хәлқаралиқ ширкәтләр нөвәттә хитайдики тәрәққият сүритиниң астилишиши вә пайдиниң азийишини нәзәрдә тутуп, хитайға мәбләғ селиштин өзини тартмақтикән.

“вал-ситрит журнили” ниң хәвәр қилишичә, бу һәптә явропа иттипақиниң хитайдики сода уюшмиси вә шаңхәйдә турушлуқ америка сода уюшмиси һәр иккилисиниң доклатида бу әһвал муһим ноқта болған икән.

Америка сода уюшмисиниң рәиси ерик җең таратқуларға қилған сөзидә “йеқинқи бир қанчә йилда хитайда сода қилиш хәвпи барғансери өрләп кәтти, охшаш вақитта йәнә хитайдики базарму астилап кәтти” дегән. Улар елип барған рай синаштин қариғанда, америкалиқ ширкәтләр ичидә хитайни “әң көп мәбләғ селиш мәнзили” дәп қарайдиғанлар 25 йилдин буянқи әң төвән сәвийәгә чүшүп қалған икән.

“вал-ситрит журнили” ниң дейишичә, хитай буниң ақивәтлирини чоңқур һес қилған болуп, 8-айда, шаңхәй шәһәрлик һөкүмәт өзиниң әң җиддий иқтисадий хирислириниң бириниң “алма ширкити” ниң мәһсулат ишләпчиқириш зәнҗирлирини көп хиллаштуруш мәқситидә завутлирини һиндистан вә вийетнам қатарлиқ дөләтләргә йөткәп кетишидин келип чиққанлиқини ейтқан икән.

Юқириқи сода уюшмилириниң доклатида хитайдики пайда нисбитиниң әмди башқа базарлардин бәк көп өрләп кәтмәйдиғанлиқини билдүргән.

Алдинқи айда американиң “волмарт” ширкити хитайдики сәккиз йиллиқ пейини 3 милярд 600 милйон долларға сетивәткән. IBM Ширкитиму хитайдики тәтқиқат орунлирини тақиған болғачқа, 1000 дин артуқ киши ишсиз қалған икән.

Һазир аптомобил ширкәтлириму хитайдин чекиниватқан болуп, хитайдики истемалчилар ишлитидиған машиниларниң бәштин үч қисми хитайниң машинилири икән. Униң үстигә бу йил яздин башлап сетилған йеңи машиниларниң көпинчиси токлуқ машина яки токқа четилидиған арилаш моторлуқ машина болуп, чәт әллик аптомобил ишләпчиқарғучилири адәттә пәқәт газ билән маңидиған машина биләнла хитайда үстүнлүкни сақлап кәлгән икән. Нәтиҗидә, японийәниң хонда мотор ширкити йеқинда хитайдики үч завутта ишләпчиқиришни тохтатқан һәмдә ихтиярий пенсийә арқилиқ хадим қисқартқан болуп, 4-айдин 6-айғичә болған арилиқта хонданиң хитайдики сетилиш миқдари алдинқи йилдики охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда 32 пирсәнт төвәнләп, 209 миңға чүшүп қалған икән.

Американиң шаңхәйдики сода уюшмисиниң рай синаш нәтиҗисидин қариғанда, көплигән ширкәтләр һазир һиндистан вә вийетнам қатарлиқ дөләтләргә көчүшни ойлашмақтикән.

Хәвәрдә дейилишичә, бу йил авғустниң оттурилирида хитай сода министирлиқи хитайға зор мәбләғ салған чәт әл ширкәтлири билән йиғин өткүзүп, улар дуч кәлгән һәр қандақ мәбләғ вә биюрократлиқ тосуқлирини вақтида һәл қилишқа вәдә бәргән икән. Бу йиғинға данийә оюнчуқ ишләпчиқириш ширкити Lego билән даңлиқ дора ширкити Moderna ниң вәкиллири қатнашқан икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.