Йопурға һакимиға йезилған очуқ хәт тордашлар арисида инкас қозғиди
2013.05.07
Йеқинда уйғурчә тор бәтлиридә елан қилинған “йопурға һакимиға йезилған очуқ хәт” намидики 13 маддилиқ тәләпнамә тордашлар арисида муназирә қозғиди.
Инкаслардин мәлум болушичә, очуқ хәт йопурға наһийисигә йеңидин тәйинләнгән хитай тиллиқ уйғур һакимға қаритилип йезилған.13Маддилиқ тәләпнамидә, наһийидики һәл қилишқа тегишлик әмәлий мәсилиләрни йеңидин тәйинләнгән һакимниң әң қисқа муддәт ичидә һәл қилиши тәләп қилинған. Болупму, бу тәләпләр ичидики деһқанларниң һашар әмгикини кемәйтиш, төвән турмуш пули алидиғанларни харлимаслиқ, дохтурхана,җамаәт хәвпсизлик идариси, қурулуш идариси қатарлиқ орунлардики хизмәтчиләрниң аммиға болған позитсийисини өзгәртиш тәлипи қатарлиқлар вә наһийигә йеңидин тәйинләнгән һакимниң хитай тилида тәрбийиләнгән уйғурлиқи тордашларниң қизғин муназирә темисиға айланған.
Бәзиләр йопурғида йүргүзүлүватқан қаттиқ сиясәтниң юмшишиға ишәнмәйдиғанлиқини, хитай тиллиқ йопурға һакимиға йезилған очуқ хәттики тәләпләрниң һәл болмайдиғанлиқини билдүрсә, йәнә бәзиләр наһийидики қанун, сақчи орунлирида ишләйдиғанларниң зомигәрликини паш қилип, гәрчә наһийидикиләр бу хил һәқсизлиқләргә һазирчә сүкүт қилип келиватқан болсиму, әмма бу хил бесимларға қарши наразилиқниң һаман бир күни партлайдиғанлиқидин бишарәт берип, һөкүмәт әмәлдарлирини виҗданлиқ болушқа чақирған.