Уйғурлар диярида янфон контроллуқи җиддий давам қилмақта
2017.10.10
Уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан контроллуқ тәдбирлири ичидә учур вә алақә саһәсидики чәклимиләр алаһидә орунда тутиду.
Бу сәвәбтин көплигән уйғур яшлириниң охшаш болмиған дишварчилиқларға муптила болғанлиқи һәққидә хәвәрләр берилгән иди. Әмди бу хил чәклимиләрниң уйғурлардин башқа қериндаш милләтләргиму қоллинилишқа башлиғанлиқи диққәт қозғиди.
Радийомиз мухбирлири бүгүн игилигән әһвалдин мәлум болушичә, текәс наһийисидики бир қазақ яш охшаш бир кимлик арқилиқ икки данә янфон картиси (SIM) сетивалғанлиқи үчүн йәрлик сақчиларниң соал-сорақлириға дуч кәлгән, аридин узун өтмәй қолға елинип бир йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Мухбиримизниң әһвал ениқлиши җәрянида, йәрлик даириләрниң бәлгилимиси бойичә “аз санлиқ милләт” кишилириниң бир адәм бирдин артуқ янфон картиси сетивелишқа болмайдиғанлиқи ашкариланди.
Мәлум болушичә, уйғурлар диярида һазир шәхсләрниң янфонлири һәрқачан тәкшүрүш обйекти болуп кәлмәктә икән. Җүмлидин янфонлирида сәзгүр мәзмунлар байқалған һәрқандақ уйғур һәр хил җазаға җүмлидин қамаққа һөкүм қилинмақта икән.