Хитайниң һаваға зәһәрлик карбон қоюп бериши ковид вируси йүз бәрмигәндәк давамлашқан

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.07.10

Дуняни хитайдин тарқалған ковид-19 вируси қаплиған йилларда һәр қайси әлләрниң һаваға қоюп бәргән зәһәрлик карбон гази миқдари җиддий төвәнлигәниди. Лекин йеңи тәтқиқат доклатидин мәлум болушичә, хитайниң ковид мәзгилидә һаваға қоюп бәргән зәһәрлик карбон гази ковид вируси йүз бәрмигәндәк көпийип, килимат кризисиниң техиму еғирлишишиға түрткә болған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, уларниң “карбон көзитиш” намлиқ санлиқ мәлуматтин еришкән учурлири хитайниң һаваға зәһәрлик карбон қоюп бериши ковид-19 вируси мәзгилидә техиму артқанлиқини көрсәткән.

Хәвәрдә, хитайниң 2019-йилниң дәсләпки 4 ейида һаваға қоюп бәргән зәһәрлик карбон гази билән униң 2023-йилиниң дәсләпки 4 ейида һаваға қоюп бәргән карбон газиниң миқдари селиштурулуп, униң бу йил һаваға қоюп бәргән зәһәрлик карбон газиниң 10 пирсәнт артқанлиқи байқалғанлиқини билдүрүлгән. Хитайниң қатнаш, енергийә, санаәт вә туралғу саһәси 2019-йилниң дәсләпки 4 ейида оттура һесаб билән һәр күни 28 милйон 200 миң тонна зәһәрлик карбон қоюп бәргән болса, 2023-йилиниң ‍охшаш мәзгилидә һәр күни 30 милйон 900 миң тонна зәһәрлик карбон қоюп бәргән.

Хитай париж һава килимати келишимигә асасән, хитайниң зәһәрлик карбон гази қоюп беришиниң 2030-йили юқири чәккә чиқишиға, 2060-йилиға қәдәр униң нөлгә чүшүшигә капаләтлик қилишқа, көмүр електр истансилирини қурушни тохтитишқа вәдә бәргән. Лекин хитай бу вәдини берип арқидинла техиму көп көмүр електр истансиси қуруш пиланлирини тәстиқлиған.

Өткән йили хитайниң ичкири ‍өлкилиридә қаттиқ иссиқ болуп, електр токиға болған еһтияҗ көпәйгәндә “ғәрбниң токини шәрққә йөткәш” үчүн уйғур елидики көмүр електр истансилириниң ток ишләпчиқиришини техиму көпәйткән. Бу, көмүр йеқилғусини техиму көпәйткәниди. Бирләшмә агентлиқниң қәйт қилишичә, нурғун кишиләр ковид вирусидин иқтисадниң әслигә келиши йәршари тәрәққиятини техиму аз карбон қоюп бериш йолиға қарап йетәкләйду, дәп ойлиған болсиму, лекин хитайниң зәһәрлик карбон қоюп бериш җәһәттики тәрәққияти дуняниң йәршари һава килимат өзгиришигә қарши күриши үчүн бир шум хәвәр һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.