Қоричур текин мазар тешиниң тарихий қиммити һәққидә сөһбәт
2013.05.14

Хитайда тепилған уйғур шаһзадиси қоричурниң мазар теши теши дуняниң һәрқайси җайлиридики тилчи вә тарихчиларниң алаһидә диққитини қозғиди. Йеқинда бу мазар тешини әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултети қәдимқи уйғур тили мутәхәссиси проф. Др. Сәма барутҗу өзөндәр ханим билән қәдимқи түрк тарихи мутәхәссиси др. Әркин әкрәм оқуп чиқти.
Алдимиздики күнләрдә әнқәрә университети тил вә тарих җуғрапийә факултетиниң “һазирқи заман түркологийә тәтқиқати” намлиқ җурналда елан қилинмақчи. Бу мазар тешида немиләр йезилған? буниң тарихи қиммити немә дегәнгә охшаш суалларға җаваб тепиш үчүн др. Әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ. У, уйғур шаһзадиси қоричур текинниң мазар тешини көктүрк абидилиригә селиштурғанда аз болсиму униң тарихи чинлиқиниң юқири икәнликини илгири сүрди. Др. Әркин әкрәм бу қисқа мазар теши йезиқи арқилиқ тарихтики бәзи суалларға җаваб тапқили болидиғанлиқини илгири сүрди.