“тарих вә бүгүн” 2013-йили, 12-айниң 29-күни

Мухбиримиз үмидвар
2013.12.29

“тарих вә бүгүн” сәһиписиниң бу қисмида диққитиңларға мәрһум пәлсәпә доктори абдуреһим турсунниң “дәсләпки оттура әсирләр уйғурлириниң пәлсәпиви идийилири” мавзулуқ китабиниң мәзмунлири шуниңдәк 2013-йили түркийидә йүз бәргән муһим вәқәләргә аит программа санилиду.

Пәлсәпә доктори абдуреһим турсунниң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви идийилири” намлиқ китабидики иккинчи бабниң “мутәпәккурларниң иҗтимаий-сиясий көзқарашлири”намлиқ параграфи

Ойған тәйярлиди

Дәсләпки оттура әсирдә яшиған уйғур мутәпәккурлириниң иҗтимаий-сиясий көзқарашлириниң шәкиллиниши вә раваҗлинишида будда дининиң алаһидә рол ойниғанлиқи мәлумдур. Бу муһим мәсилини илмий асаста тәтқиқ қилиштәк җавабкарлиқ вәзипини өз һөддигә алған пәлсәпә доктори абдуреһим турсун өзиниң “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви идийилири” намлиқ китабида буниңға мәхсус тохталған. Китабтики иккинчи бабниң “мутәпәккурларниң иҗтимаий-сиясий көзқарашлири” намлиқ параграфида алим кумарадҗива, сиңқу сели тутуң қатарлиқ уйғур мутәпәккурлири идийилириниң җәмийәт, дөләт вә динниң барлиқ мәсилилири билән чәмбәрчас бағланғанлиқини һәм буниң улар өзлири иҗад әткән һәм тәрҗимә қилған әсәрләрдә тәсвирләнгәнликини илгири сүриду. А. Турсун мутәпәккурларниң мәмликәт ишлириғиму йеқиндин арилишип, буниңға зор тәсир йәткүзгәнликини көрситиду.

2013-Йили түркийидә йүз бәргән уйғурларға мунасивәтлик муһим вәқәләр

Әркин тарим тәйярлиди

2013-Йили түркийә һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситидә вә түркийә җәмийитидә уйғурларға мунасивәтлик бир қатар вәқәләр болуп өтти. Буларниң бәзилирини түркийидики партийә гуруһлар вә аммиви тәшкилатлар елип барди. 2013-Йили түркийә һөкүмитиниң уйғурларға мунасивәтлик сиясәтлиридә мәйданға чиққан йеңилиқлар алаһидә һесаблиниду.

Юқиридики аваз улинишидин бу әһваллар һәққидә әркин таримниң мәлуматлирини аңлаңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.