Абләт хоҗайеф: уйғурларниң әҗдадлири қәдимдин тартип шәрқий түркистанда яшиған

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2024.01.25
Профессор абләхәт хоҗайеф: қирғинчилиқ чйән лоң вә зо зоңтаңдин башланған Өзбекистан пәнләр академийәси йетәкчи тәтқиқатчиси профессор абләхәт хоҗайеф. Ташкәнт.
RFA/Ümidwar

Уйғур вә оттура асия тарихи бойичә онлиған илмий тәтқиқат китаблири вә бирқанчә йүз илмий мақалиләрниң аптори, бир өмүр қәдимки вә йеқинқи заман хитай мәнбәлири бойичә тарих тәтқиқати елип барған өзбекистан пәнләр академийәсиниң йетәкчи алими, пирофессор, 81 яшлиқ абләт хоҗайеф әпәнди хитай мәнбәлиридә қәйт қилинған “ди”, “гуйфаң” дәп аталған хәлқләрниң әсли түркләр икәнлики, әнә шу “ди” қатарлиқ хәлқләрниң охшашла уйғурларниңму әҗдади һесаблинидиғанлиқини оттуриға қойди.

Абләт хоҗайеф йеқинда “хитайниң ғәрбий чегралириниң шәкиллиниш тарихи” мавзулуқ илмий китабини ташкәнттә рус тилида нәшр қилдурғаниди. У, хитай тарихчилири вә һөкүмитиниң уйғур ели тарихиға аит “ақташлиқ китаби” дики уйғур вә түркләрниң бағлиниши йоқлуқи һәмдә түрк вә уйғур қәбилилириниң уйғур дияриға көчүп кәлгәнлики көз қарашлирини рәт қилидиған қарашлирини оттуриға қойди.

Пирофессор абләт хоҗайефниң қаришичә, түркләр, уйғурларниң намлири хитай тарих һөҗҗәтлиридә һәр қайси дәврләрдә һәр хил хәтләр билән хатириләнгән. Мәзкур хитайчә намлар, йәни хәтләрни һәргизму бүгүнки хитай тилидики оқулуши бойичә оқушқа болмайду. Мәзкур хәтләрниң әң қәдимки дәврләр, оттура әсирләр вә кейинки дәврләрдиму өзгичә оқулуши бар. Хитай тарих һөҗҗәтлиридә түрк дегән сөз әң дәсләп, миладидин илгири 21-16-әсирләр вә униңдин кейинки әсирләрдә “иди” хети билән йезилған. “иди” сөзи оқулуш җәһәттин түрк сөзигә аһаң бойичә йеқин болған. Һәтта қәдимки хитайлар йезип қалдурған, әмма һазирқи хитайчида “йүеҗи” дәп аталған хәлқ нәқ уйғурларниң йилтизлиридин бири болуп, бу сөз әмәлийәттә оғузийә сөзигә аһаң җәһәттин йеқиндур. Униң қаришичә, түркләр йирақ қәдимки дәврләрдила ордос яйлиқи вә униң шимали вә ғәрбидики кәң җайларда яшиған. Уйғурларниң әҗдадлириму йирақ қәдимдин тартипла шәрқий түркистанда яшиған, уйғурлар вә униң алдида түркләр һәргизму уйғур елиға вә оттура асияға, йәни ғәрбий түркистанға моңғулийә яки башқа җайлардин көчүп кәлгән әмәс. Қәдимки түркләр вә уйғурлар иккилиси бир хәлқ, хитай даирилириниң түрк билән уйғурни айриветишни тарихий әмәлийәткә уйғун әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.