Голландийәдики уйғурларниң өз алдиға игилик тикләш роһи өсмәктә
2014.11.19
Голландийә шималий явропаға җайлашқан кичик бир дөләт болсиму, илтиҗачи уйғурларға панаһлиқ берип кәлмәктә. Уйғурларму голландийәдики он нәччә йиллиқ муһаҗирлиқ мусаписидә өз күчигә тайинип һалал яшаш үчүн тиришмақта.
Оқуш, чүшиниш, маслишиш вә һалал тәригә тайинип өз хаслиқи билән яшаш басқучлирини тамамлиған уйғурлар мана әмдиликтә, мустәқил игилик тикләшниң йоллириға қәдәм басмақта. Җүмлидин голландийиниң һардирвәйк шәһиридики саяһәт мәркизигә җайлашқан “йипәк йоли ресторани” әнә шундақ бир уйғурниң тәвәккүлчилик роһини изһар қилмақта. Бу йилниң бешидин башлап мулазимәт башлиған мәзкур ресторан явропалиқ херидарлириға уйғур таамлирини өзгичә бир услубта сунмақта.
Зияритимиз давамида тәшәббускарлиқ билән инкас қайтурған голландийилик бир ханим өзиниң бу ресторанға ечилғандин бери давамлиқ дегүдәк келип туруватқанлиқини, уйғур таамлириниң мәззилик тәмигә, уйғур музикилириниң нәпис вә моллиқиға, уйғур мәдәнийитиниң, өрп - адәтлириниң алаһидиликлиригә мәптун болуп қалғанлиқини зоқ - шоқ билән сөзләп бәрди.
Мәзкур ресторанни маңдуруватқан ғәйрәтҗан рози әпәнди голландийәдики тарихи бирқәдәр узун, сиясий вә иҗтимаий саһәләрдики актипчанлиқи алаһидә, ана вәтинидин тартип игилик тикләш йолида тәҗрибә игилигән, голландийигә кәлгәндин буян өзигә қаттиқ тәләп қоюп келиватқан яшларниң бири. У зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәзкур ресторанни ачқандин кейинки тәсиратлирини баян қилди.
У сөзидә, йиллардин бери мустәқил игилик тикләш йолида чәккән риязәтлири; сиясий вә мәдәнийәт паалийәтлирини тәшкилләп бәлгилик мунасивәт шәкилләндүргәнлики; тәқдирниң орунлаштуруши билән бу ресторанни мустәқил ачқанлиқи; шундин буян бир йилға йеқин мусаписидин хуласигә келип, кәспий җәһәттики ортақлиқи болған вәтәндашлири билән өзгичә бир услубта базар ечишқа бәл бағлиғанлиқи қатарлиқларни билдүрди.
16 Йилдин бери голландийидә яшаватқан алимҗан әпәнди аилә әзалири билән мәхсус торт ясаш сетиш кәспини тәрәққий қилдурған болуп, “йипәк йоли ресторани” ниң әтигәнлик наштилиқ содисини маңдурушқа келишкән. У ана тилини сөйидиғанлиқини; ана тилида сөһбәтлишивалса хушал болидиғанлиқини, аилә әзалири арисида русчә сөзлишип йиллардин бери ана тилидин узақлишип қалғанлиқини, бу ресторанда уйғур қериндашлири билән биргә хизмәт қилидиғанлиқидин хурсән болуватқанлиқини билдүрди.
Голландийәлик каролин ханим уйғур таамлириниң голландийә вә явропа базарлиридики тәрәққияти һәққидики көз қарашлирини ипадиләп: уйғур таамлири наһайити йейишликкән. Тамақтики майниң миқдариға диққәт қилсила, бу йәрдә базар тепишида гәп йоқ. Әмма, кишиләрниң көпи техи уйғур таамлири билән тонушмиди, буниң үчүн көп сәбрә қилишқа тоғра келиду. Лекин мән, уйғур таамлири, мәдәнийити, кийим - кечәк, музика чалғулири вә уларниң меһмандостлуқиға растинила қайил болдум, деди.