Түркийә той кийими йәрмәнкисигә хитайниң қатнишишини рухсәт қилмиди
2013.01.29

Йәрмәнкигә қатнашқучиларниң 20% и чәтәл карханилири болуп, мухбирларға йирақ шәрқ дөләтлирини, болупму хитай ширкәтлирини бу йәрмәнкигә қатнаштурмаслиқ һәққидә сөзлигән тоқумичилиқ карханилири җәмийити башлиқи илкәр қараташ әпәнди мунуларни илгири сүриду:
“өтмүштә түрк карханилириниң чәтәлдики бу хил йәрмәнкиләргә қатнишиши наһайити қийин иди. Түрк ширкәтлириниң қатнишишиға рухсәт қилмиған йәрмәнкиләрму өткүзүлди. Бүгүнки күндә хитай түркийә үчүн пурсәтму яки хәвпму, дегәндә бу тема техи муназирә үстидидур. Хитайни қатнаштурмаслиқимиз толиму тәбиий бир әһвал. Бәзи хитай той кийимлири ширкәтлири һазирдин башлап йәрмәнкигә қатнишишни илтимас қилмақта. Әмма биз уларни пәқәтла меһман сүпитидә қатнаштурушимиз мумкин.”
Тоқумичилиқ карханилири җәмийити башлиқи илкәр қараташниң ейтишичә, түркийә 2012-йили, җәмий 16.1 Милярд долларлиқ тәйяр кийим експорт қилған болуп, буниң 750 милйон долларлиқ қисми той кийими икән. Түркийиниң тоқумичилиқ санаити, болупму, тәйяр кийим санаити көп тәрәққий қилған болуп, 45 милярд долларлиқ сода соммисиға игә болған бу саһәниң техичә әтраплиқ бир йәрмәнкиси болуп баққини йоқ.
2011-Йили 5-айда истанбулдики CNR да өткүзүлгән һәр хил пәрдә, дастихан, йотқан-көрпә ташлири қатарлиқ һәр хил япқучлар йәрмәнкисигә қатнашқан хитай ширкәтлириниң хоҗайинлири уларға айрилған бөлүмләрни яқтурмиғанлиқи үчүн наразилиқ билдүргән иди.
Хитайниң бу хил йәрмәнкиләргә қатнаштурулмаслиқидики сәвәб немә? хитай түркийә үчүн пурсәтму яки рәқибму? түрк карханичиларниң хитайларға тутқан бу хил позитсийиси икки дөләт арисидики мунасивәткә қандақ тәсир көрситәр? дегәндәк соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә хитай мунасивәтлири мутәхәссислириниң пикрини алдуқ.