“5-феврал ғулҗа вәқәси вә мән” (1)
Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.01.29
2014.01.29

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә зиялийлар 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң 17 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән түрлүк паалийәтләрни елип бериш билән биргә, ғулҗа вәқәсиниң уйғурларниң һаяти, күрәш ирадиси вә чәтәлләрдики уйғур давасиға көрсәткән тәсирлири һәққидә мулаһизиләрни елип берип, вәқәниң тарихий әһмийитигә интайин юқири баһалар бәрмәктә. Бу мунасивәт билән радиомизда 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң уйғурларниң миллий ирадисигә көрсәткән тәсирлири һәққидә уюштурған мулаһизимизгә бүгүн, мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программиси тәтқиқатчиси зубәйрә ханим вә дуня уйғур қурултийи баш катипи нурмәмәт мусабай әпәндиләрни тәклип қилдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң улар билән елип барған сөһбитини аңлиғайсиләр.