Бүгүр исяниниң йетәкчиси турсун мәмәтниң хитай ахбаратида дейилмигән тәрәплири

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.10.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
tursun-memet-bugur-weqesi.png Бүгүр исяниниң йетәкчиси, 33 яшлиқ сабиқ қурулуш һөддигири турсун мәмәт
Tengshun Tori


Хитай ахбарат вастилири 21 - синтәбир бүгүр исяниниң йетәкчиси турсун мәмәт һәққидики мәлуматлирида униң бинакарлиқ техникомини оқуғанлиқи, қурулуш һөддигәрлики билән шуғулланғанлиқи вә диний етиқад җәһәттә аталмиш әсәбий идийәни қобул қилғанлиқи қатарлиқ учурларни елан қилған болсиму, униң кишилик әхлақи вә җәмийәттики тәсири һәққидә мәлумат бәрмиди. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида йетәкчи турсун мәмәтниң мәктәптики чағлирида тиришчан вә әлачи оқуғучи икәнлики, иш һаятида болса кәспигә пухта вә мәсулийәтчан киши икәнлики вә мушу сәвәбтинму амма арисида ишәнч вә инавәт тапқанлиқи ашкариланди.

Аһалиләрдин бири, униң хитай һакимийитигә қарши исян көтүрүштәк чоң бир ишқа йетәкчилик қилалиғанлиқиға һәйран қалғанлиқини билдүрсә, йәнә бирәйлән униң бу дәриҗидики тәшкилләш иқтидаридин тәсаддипийлиқ һес қилмиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики улиништин мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.