Д у қ рәиси рабийә қадир испанийә каталонийә өлкилик һөкүмәтниң рәһбәрлиригә уйғур мәсилисини аңлатти
2016.09.29

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән муавин рәис өмәр қанат әпәнди 28-сентәбир күни испанийәниң барселона шәһиридә каталонийә һөкүмитиниң рәһбәрлири билән учришиш елип берип, уйғурларниң һазирқи вәзийити, уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида мәлумат бәргән. Бу учришиш өлкилик һөкүмәтниң муавин рәиси билән ташқи ишлар министириниң биваситә риясәтчиликидә өткүзүлгән. Мәзкур учришишта рабийә қадир ханим испанийәниң каталонийә өлкилик һөкүмитигә, уйғур мусапирларни қобул қилиши тоғрисидики тәләплирини оттуриға қойған. У, арқидин каталонийәдә паалийәт елип бериватқан инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәсуллиридин тәркиб тапқан 100 әтрапида кишигә, уйғур мәсилиси тоғрисида доклат бәргәндин кейин, уларниң соаллириға җаваб бәргән. Бу паалийәткә қатнишиватқан латин америкиси, ирақ, сүрийә вә пәләстин қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән инсан һоқуқлири паалийәтчилириму д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң доклатини аңлиған.
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим вә муавин рәис өмәр қанат қатнишиватқан “кишилик һоқуқни қоғдайдиған шәһәрләр” мавзулуқ паалийәтни испанийәниң каталонийә өлкисидики 14 шәһәр вә кишилик һоқуқини қоғдаш тәшкилатлири уюштурған. Бу 4-қетимлиқ йиғин болуп, уйғур вәкилләр тунҗи қетим тәклип қилинған.
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим радиомизға бәргән баянатида, испанийәниң явропада уйғурлар вә уйғур аммиви тәшкилатлири йоқ бир дөләт икәнликини, бу паалийәтниң испанийәдә уйғур мәсилисини аңлитиш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
“кишилик һоқуқни қоғдайдиған шәһәрләр” паалийити испанийәниң каталонийә өлкисидики 14 шәһәрдә өткүзүлидиған болуп, 14 шәһәрдә уйғур мәсилиси аңлитилидикән.
Юқиридики аваз улинишидин, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң испанийәдә туруп бәргән мәлуматиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.