Фирансуз мухбир урсула готийр: бай көмүркан вәқәси террорлуқ вәқәси әмәс
2016.02.25

Фирансуз мухбир урсула готийрниң уйғурлар һәққидә язған мақалиси түпәйли хитайдин қоғланғанлиқи һәммимизгә мәлум. Һалбуки, әсли мақалә фирансуз тилида йезилған болғачқа, илгири хәвәрләрдә хитайниң чишиға тәгкән мәзмунлар қисмән көрситилгәндин башқа, толуқ йорутулмай кәлгән иди. Радиомиз мухбири җүмә мақалиниң муәллипи урсила готийр ханим билән униң хитайниң чишиға тәгкән мақалиси вә уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт өткүзди.
Урсула готийр ханим билән өткүзгән сөһбәт “террорлуқ” аталғуси вә униң хитайда тәтбиқлиниши, уйғур, хитай вәзийити, готийр ханимниң хитайдин қоғлинишиниң алди-кәйнидики вәқәләр қатарлиқ бир нәччә нуқтиға четилиду.
Программимизниң бүгүнки қисми готийр ханимниң хитайдин қоғлинишиға сәвәб болған мақалиниң муһим мәзмунлири, аптор вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бу һәқтики қарашлири тоғрисида болиду.
Урсула готийр фирансийәдин чиқидиған “лобс” журнилиниң хитайда турушлуқ мухбири иди. Униң “париж һуҗумидин кейин хитай билдүргән һәмпикирликниң ғәризи йошурун” намлиқ мақалиси журналниң 18-ноябирдики саниға бесилған. Мақалиниң бесилиши, 13-ноябир 130 адәмниң җениға замин болған “париж террорлуқ һуҗуми” хәлқара ахбаратиниң диққәт мәркизигә айланған, ақсу байда йүз бәргән көмүркан вәқәсидә өлтүрүлгән һуҗумчилардин 7 нәпириниң аяллар вә балилар икәнлики ашкариланған мәзгилгә тоғра кәлгән иди.
Аптор мақалисини мундақ башлайду: “13-ноябир париж һуҗуми хитайларға тәсир қилған иди. Дуняда болуватқан ишларға арилашмайдиған яки улардин йирақ туридиған, қисқиси дуняға анчә ич ағритип кәтмәйдиған бир җәмийәтниң париж һуҗумиға мунчә чоң ортақлиқ билдүрүши көзәткүчиләрни һәйран қалдурған иди.”
У йәнә мақалисидә, бу һәқтә тохталған бир дипломатниң униң хитайда бундақ бир әһвални әзәлдин көрүп бақмиғанлиқини билдүргәнлики, вәқә йүз берип әтисидин башлап хитайдики башланғуч мәктәп оқуғучилиридин, алий мәктәп оқуғучилириғичә, адәттики кишиләр топидин, “алибаба” гуруһиниң баш директори җәк ма, хитайдики әң чоң пулдар ваң җйәнлинләргичә фирансийә хәлқигә һесдашлиқ билдүрүшкә башлиғанлиқи, һәтта хитайда турушлуқ фирансийә әлчиханиси дәрвазисиға гүлчәмбирәк вә қайғу билдүрүш дәптәрлири қоюлғанлиқини тилға алиду.
Аптор хитайдики бу мисли көрүлмигән һесдашлиқ билдүрүш долқуниға хитай рәһбәрлириниң җор болғанлиқини, хитай рәиси ши җинпиңниң фирансийә президенти франсива һоланға фирансийәниң “террорлуққа қарши урушини қоллайдиғанлиқи” ни билдүргәнликини язиду вә мундақ дәйду: “бу һәмпикирликләр қарши елишқа әрзийтти, әмма булар йошурун ғәрәздин мустәсна әмәс иди. Бир нәччә саәттин кейинла хитай җ х министирлиқи икки ай илгири шинҗаңниң бай наһийисидә 50 адәм өлтүрүлгән бир һуҗумниң рәһбәрлирини йәни аталмиш ‛террорчилар‚ ни қолға алғанлиқини елан қилди.”
Аптор мақалисиниң бу қисмида бай көмүркан һуҗуми билән париж террорлуқ һуҗуми һәққидә селиштурма елип берип, бай һуҗуминиң париж һуҗумиға охшашла қанлиқ һуҗум икәнликини, әмма бу һуҗумларниң маһийәт вә характер җәһәттин түптин пәрқлинидиғанлиқини көрситиду.
Аптор мундақ язиду: “бу һуҗум әмәлийәттә йәрлик характергә игә ғәзәпниң партлиши болуп, бу хилдики ғәзәп һуҗумлири асаслиқ аһалиси түркий тиллиқ уйғур мусулманлири рәһимсиз бастурушқа учраватқан бу өзгичә юртта даим көрүлүп туратти. Башқа чиқиш йоли қалмиған, палтилар билән қоралланған бу бир гуруппа уйғур ишчилири хитай болған көмүр канға һуҗум қилған. Улар бәлким, өзлири учриған хорлуқ, адаләтсизлик вә мәһрум қалдурулушлардин өч алған болуши мумкин иди.”
Урсуланиң мәзкур мақалиси хитайни қаттиқ нарази қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хва чүнйиң 2-декабир урсула готийирниң исмини атап туруп уни тәнқидлигән.
Урсула готийр 4-декабир фирансийә агентлиқиға қилған сөзидә хитайниң униңдин юқиридики мақалиси сәвәблик җамаәт алдида кәчүрүм сорашни тәләп қилғанлиқини билдүргән вә хитайниң униң визисини йеңилап бәрмәйдиғанлиқини пәрәз қилған.
Дәрвәқә готийр ханим хитайдин әпу сорашни рәт қилған кейин, униң хитайда турушлуқ мухбирлиқ кинишкиси йеңиланмиған, шуниң билән у 31-декабир хитайдин айрилишқа мәҗбур болған иди.
Бу һәқтә тохталған мухбирларни қоғдаш тәшкилатиниң директори боб дийтиз әпәндиму урсула готийирниң хитайдин қоғлинишини униң хитайдин әпу сорашни рәт қилғанлиқи билән бағлайду.
У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “әлвәттә, униң язған мақалиси үчүн хитайдин әпу соримаслиқи, униң хитайдин қоғлинишиға сәвәб болди. Мәнчә хитай даирилири өзиниңму ислам дунясиниң көпинчисидә йүз бериватқан һуҗум вә тәһдитләргә түптин охшайдиған, яки асасән охшайдиған мәсилиләргә дуч келиватқанлиқиға қолидин келидиған барлиқ чариләрни ишқа селип дуняни ишәндүрмәкчи болуватиду. Готийр ханим хитайдин мәҗбурий айрилиштин илгири хитай ахбаратида униңға қарши елип берилған һуҗум һәрикити хитайниң униң язмилирини қанчилик еғир алғанлиқини көрситиду.”
Америкидики сиясий мулаһизичи илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, хитайниң готийр ханимни хитайдин қоғлишидики асий сәвәб болса, униң уйғурларға қаритилған бастурушларниң ахбаратқа ашкарилинишини халимайдиғанлиқида икәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “әлвәттә шу. Чүнки хитай һазирғичә өзиниң ахбаратидин башқа һәрқандақ бир ахбаратниң хитайниң уйғурларға қаратқан сияситигә соал қоюшиға йол қоймайду. Урсулани қоғлаштики түпки сәвәб болса, хитай ‛ һеч қайсиң бундақ соал соримайсән. Әгәр сорайдикәнсән, мән сениң хитайда туруп мухбирлиқ қилишиңға йол қоймаймән‚ демәкчи. Хитай шу арқилиқ хитайниң өзиниң мухбирлиринила контрол қилип қалмастин, чәтәл мухбирлириниму өзиниң контроли астиға киргүзүш мәқситигә йетиштин ибарәт.”
Урсула ханим өз язған мақалиси үчүн әпу сорашни рәт қилип хитайдин қоғлинип үч ай болай дегәндә униң билән сөзлишип, хитайдин немә үчүн әпу соримиғанлиқиниң сәвәбни өзиниң еғзидин аңлашқа мувәппәқ болдуқ.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған урсила ханим хитайдин әпу соримаслиқиниң асаси барлиқини, бай көмүр кан вәқәсини “қанлиқ вәқә” дәп аташқа болсиму, “террорлуқ вәқәси” дейишкә болмайдиғанлиқини тәкитлиди.
У мундақ деди: “мениң демәкчи болғиним, әгәр бу бир террорлуқ һуҗуми болған болса, һуҗум шәһәрдин толиму йирақтики бир хилвәт җайда әмәс, бәлки чоқум интайин мәркизий бир орунда елип берилған болатти. Террорлуқ һуҗуми болуш үчүн, у уни аңлиған кишиләргә чоң тәсир қалдуридиған болуши шәрт. Бу һуҗумни қилған кишиләр, хитай һөкүмити хәвәрни контрол қилғанлиқи үчүн, һечкимниң бу һуҗумдин хәвәр тапалмайдиғанлиқини билиду. Шуңа униңда бир террорлуқ һуҗуми қилиш муддиаси ипадиләнмигән. Мән үчүн у бир террорлуқ һуҗуми әмәс. У бир қанлиқ һуҗум, бир қатиллиқ, яки қәтлиам. Нурғун адәм өлгәнлики үчүнла уни һәргизму бир террорлуқ һуҗуми дейишкә болмайду.”
Өткән йили 18-сентәбир ақсу байдики бир көмүрканида һуҗум қилиш вәқә йүз берип, 9 нәпәр хитай сақчиси вә көмүркандики хитай ишчиларни өз ичигә алған 50 кә йеқин адәм өлгән, яки яриланғанлиқи хәвәр қилинған.
Даириләр мәзкур вәқә һәққидики хәвәрләр радиомизда ашкариланғучә, вәқәни сир тутқан вә шу йили ноябирниң ахири вәқәгә алақидарлиқи илгири сүрүлгән 28 аталмиш “террорчи” өлтүрүлгәнлики дәлилләнгәндин кейин, вәқәниң йүз бәргәнликини тән алған иди.
Һалбуки, даириләр һуҗумчилар билән қечип йүргәнләр арисида 7 нәпәр аял вә кичик балиларниң барлиқини ахбараттин йошурған.
Юқириқи нуқтиларни тәкитләп өткән илшат һәсән әпәндиму бай һуҗуминиң террорлуқ һуҗуми әмәсликини билдүрди.
Урсула готийр мақалисидә йәнә, хитайниң уйғур елида йүз бериватқан бу хилдики наразилиқ һәрикәтлириниң көпийишидики мәсулийитини тонушни рәт қилғанлиқини көрситиду вә мундақ язиду: “йеқиндин буян шинҗаңда көпләп йүр бериватқан қанлиқ вәқәләр һечқачан хәлқара җиһадий тәшкилатларниң қилмиши әмәс.”
У юқиридики қарашлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “бу мақалә париж һуҗумидин кейин йезилған бир муһакимә мақалиси иди. Хитай һөкүмити париж һуҗумидин кейин, ‛бизму силәргә охшаш һуҗумға учраватимиз‚ дейиш арқилиқ өзиниңму фирансийә хәлқигә опму-охшаш вәзийәткә дуч кәлгәнликини көрситишкә тиришқан иди. Мән буни көрүп һәйран қалдим. Чүнки реаллиқ ундақ әмәс иди. Улар байда йүз бәргән конкретни бир вәқәни мисал қилип, өзиниңму хәлқара җиһадий һәрикитиниң һуҗумиға учраватқанлиқини испатлайдиғанлиқини ейтқан. Әркин асия радиосидин билишимизчә, вәқә йүз берип икки айғичә хитай вәқә һәққидә лам-җим демигән, яки вәқәни тилға алмиған. Әгәр у растинила бир җиһадий һәрикәт болса, у немишқа дәл шу вақитниң өзидә буни ашкарилимайду?”
Урсула ханимниң ейтишичә, уйғур елида йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлириниң көпинчиси хитайниң башқа җайлирида йүз бериватқан наразилиқ һәрикәтлиригә охшашла бир наразилиқ һәрикити халас. Булар уйғур районида йүз бәргәнлики үчүнла хитай буларни сиясий суйиистемал қилишқа урунған.
Ундақта урсула ханимниң уйғурларни тонуши қачандин башланған, у уйғурлар һәққидә мақалә йезип хитайдин һәйдәлгинигә пушайман қиламду йоқ? униң нөвәттики һаяти қандақ? бу һәқтики соалларниң җавабиға қизиқсиңиз, урсула готийр ханим билән өткүзүлгән сөһбитимизгә диққәт бәргәйсиз. Сөһбитимизниң тәпсилати келәр һәптә һузуруңларда болиду.