Ғайиб ака-ука, сабиқ мәһбусларниң учури йепиқ тәрбийиләш мәркизидин кәлди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.08.15
turme-uyghur-siyasiy-mehbus-1.jpg Түрмидә сорақ қилиниватқан уйғур сиясий мәһбус.
Social Media

Аңлиғучилиримиздин бири 3 айниң алдида радиомизға учур йоллап, ғулҗа наһийисиниң турпанйүзи арамәһәллисидики 10 нәччә сабиқ мәһбусниң уштумтут ғайиб болуп кәткәнлики, болупму буларниң ичидә сидиқҗан билән сабирҗан исимлик ака-ука сабиқ мәһбуслар һәққидә һечқандақ учур йоқлуқини баян қилған. Мухбиримизниң 3 айниң алдидики ениқлашлири җәрянида, улар һәққидә һечқандақ учур елиналмиған иди.

Бу қетим мухбиримизниң ғулҗа наһийилик йепиқ тәрбийиләш мәркизигә қарита елип барған телефон зиярити давамида, мәзкур ака-укидин башқа йәнә, арамәһәллилик әвзәр, исмәтулла вә өмәрҗан қатарлиқ ғайибларниңму мәзкур тәрбийиләш мәркизидә икәнлики ашкариланди.

Биз, аңлиғучимиздин ғулҗа наһийисиниң турпанйүзи йеза арамәһәллидики илгири 5-феврал ғулҗа вәқәсигә четилип кесилгән вә җаза муддитини түгәткән 10 нәччә кишиниң мәһәллидин уштумтут ғайиб болуп кәткәнлики, буларниң ичидә сидиқҗан вә сабирҗан исимлик иккисиниң ака-ука икәнлики һәққидики учурға игә болғандин кейин, алди билән турпанйүзи сақчиханисиға телефон қилған идуқ.

Турпанйүзи арамәһәллигә мәсул сақчи хадими, ғайибларла әмәс, арамәһәллә кәнт мәсуллириниң алақә учурлириниму ахбараттин йошурған иди.

Радийомизға кәлгән инкаста арамәһәллидә ғайиб болуп кәткән кишиләрниң алди 10 нәччә йил, арқиси бир йил җаза муддитини өтәп болғанлиқи йезилған. Инкаста йәнә, уларниң аилә-тавабиатлириниң сабиқ мәһбусларниң нәдилики һәққидә һечқандақ учури йоқлуқи, сақчи орунлириға берип сүрүштә қилишқа җүрәт қилалмайватқанлиқи әскәртилгән. Биз өткән һәптә бу һәқтә қайта ениқлаш елип бардуқ. Телефонимизни қобул қилған бир сақчи аилә-тавабиати әһвалдин йиғивелиш мәркизидә вәзипә өтәватқан оғли арқилиқ хәвәрдар икәнликини паш қилди. Арамәһәллә кәнт аяллар мудири ғайиб ака-укиларниң йиғивелиш мәркизидә икәнликини, уларниң әһвалини сүрүштә қилғудәк уруқ-туғқанлириму йоқлуқини мәлум қилди. Ара мәһәллә кәнт секретари болса, мәһәллисидә 10 нәччә сабиқ мәһбусниң ғайиб болуп кәткинидин хәвири барлиқини ейтти. У бу 10 нәччә кишини йиғивелиш мәркизидә дәп пәрәз қилидиғанлиқини ейтти. Әмма у, сақчилар өзини бу ишқа арилаштурмиғанлиқи үчүн әһвални сүрүштә қилалмиғанлиқини баян қилди.

Ғулҗа наһийилик йепиқ тәрбийиләш мәркизигә қарита ениқлашлиримиз давамида, оқутқучилардин бири тәрбийәлиниватқанларниң сани көп болғанлиқи үчүн арамәһәллидин кәлгәнләрдин хәвәрсиз икәнликини ейтти. Йәнә бир оқутқучи болса, ака-ука сабиқ мәһбуслардин сидиқҗанниң 4-йепиқ тәрбийәләш мәркизидә икәнликини дәлиллиди. Йәнә бир оқутқучи болса турпанйүзи арамәһәллидин кәлгән мәзкур ака-укилардин башқа, исмәтулла, өмәрҗан, әвзәр қатарлиқ сабиқ мәһбусларға өзи илгири дәрс бәргәнликини баян қилди.

Юқирида турпанйүзиниң арамәһәллисидин ғайиб болуп кәткән сабиқ ака-ука мәһбуслар вә уларниң достлириниң учуриниң ғулҗа наһийәлик йепиқ тәрбийәләш мәркизидин тепилғанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.