Японийәдә 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқи түрлүк паалийәтләр билән хатириләнмәктә
2016.02.10

1997-Йиллидики 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқи мунасивити билән японийәниң һәр қайси шәһәрлиридики кишилик һоқуқ тәшкилатлири түрлүк паалийәтләрни елип барди.
2-Айниң 5-күни атақлиқ теббий пәнләр доктори, нагасаки дөләтлик давалаш мәркизиниң дохтури иванагаки японийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири болған хитайдики милләтләр мәсилиси мунбириниң тор бетидә 5-феврал ғулҗа вәқәси мунасивити билән баянат елан қилип мәзкур вәқәдә һаятидин айрилған уйғур яшлирини әслиди.
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам мәхмут 5-феврал зияритимизни қобул қилип, 2009-йили 7-феврал елип берилған тунҗи қетимлиқ 5-феврал ғулҗа вәқәси мунасивити билән токйода өткүзүлгән намайиштин та һазирға қәдәр болған бу һәқтики хатириләш паалийәтлирини бир-бирләп әсләп өтти.
Токйода өткән йили өктәбир ейида қурулған японийә уйғур бирлики тәшкилати 7-феврал күни токйо шинҗукудики мәдәнийәт мәркизиниң йиғин залида кәч саәт алтә йеримдин сәккиз йеримға қәдәр 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләп илмий муһакимә йиғини елип барған.
Мәзкур йиғинни тәшкиллигүчиләрдин бири, японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң муавин рәиси, иқтисад пәнлири мутәхәссиси ғалип миҗит бу һәқтә тохталди.
Паалийәттә сөз қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң даимий һәйәт әзаси гүлистан 5-феврал ғулҗа вәқәсини әслигинидә өзиниң толиму азаблинидиғанлиқини баян қилди.
Японийәдә елип бериливатқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлирини узундин буян қоллап келиватқан вә бу паалийәткә иштирак қилған японлардин сато уйғурлар һәққидә тохтилип: “уйғурлар оттура асиядики түркий тиллиқ милләтләрдин бири болуп, уларниң тили, мәдәнийити, тарихий хитай миллитидин толиму пәрқлиқ болған милләт. Уйғурлар өз тарихида аҗайип аләмшумул бүйүк мәдәнийәтләрни яратқан. Шуңа улар һәмишә өз кимликини қоғдашқа тиришиду” деди.
Кишилик һоқуқ паалийәтчиси илһам маһмуттин игилишимизчә, 21-феврал токйода йәнә японийә уйғур җәмийити 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң 19 йиллиқини хатириләш йүзисидин паалийәт елип баридикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.