Баяндай кәнт мудири: “һәнипә керимни тәрбийиләш мәркизигә берип йоқлидуқ, һал әһвали яхшикән”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.05.11
yepiq-terbiyelesh-korla-turme.jpg Икки нәпәр хитай сақчисиниң “тәрбийәләш мәркизи” ниң алдида турған көрүнүши. 2017-Йили 2-ноябир, корла.
AP Photo/Ng Han Guan

Биз алдинқи айда ғулҗа шәһириниң баяндай йезисидики зеһни аҗиз аял һәнипә керимниңму аталмиш “тәрбийиләш мәркизи” гә әкетилгәнлики һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Мухбиримизниң бу һәптә йәнә илгириләп әһвал ениқлиши давамида, баяндайдики кәнт кадирлириниң һәнипә керимниң аилиси билән бирликтә, уни йеқинда ямачаңдики тәрбийәләш мәркизигә берип йоқлап кәлгәнлики ашкариланди. Һәнипә керимни көк форма кийим билән екрандин көргәнликини баян қилған кәнт аяллар мудири, униң һал әһвалиниң яхшилиқини тилға алди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Биз ғулҗа ямачаңдики “тәрбийиләш лагери” да тутуп турулуватқан зеһни аҗиз аял һәнипә керимниң нөвәттики әһвалини билип беқиш үчүн, баяндай йезисидики алақидар кәнт кадирлириға қайтидин телефон қилдуқ. Баяндайдики бир аяллар мудири кәнт кадирлири вә һәнипә керим аилә-тавабиатиниң йеқинда һәнипә керимни йоқлап кәлгәнликини баян қилди. У сөзлиридә, бу йоқлашниң аилә яки кәнтниң тәлипи билән әмәс, бәлки лагер башқурғучиларниң йәни сиясий-қанун тармақлириниң орунлаштуруш билән болғанлиқини тилға алди. Мәлум болушичә, 5 айдин бери лагерда туруватқан һәнипә керим екранда көк рәңлик форма билән, йәни мәһбус кийими билән көрүнгән. Аяллар мудириниң баян қилишичә, һәнипә керим екранда өзиниң һал-әһвалиниң яхшилиқини баян қилған. Һәнипәниң хитай тили вә қанун билимлирини өгиниватқанлиқини баян қилған мудир, униң әһвалида бәк әндишә қилип кәткүдәк вәзийәтниң йоқлуқини әскәртти. Әмма муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләр, һәрқандақ бир мәһбусниң өз вәзийити һәққидики иҗабий тәрипләшләргә ишинишкә болмайдиғанлиқини, чүнки уларниң, шундақ дейишкә мәҗбур әһвалда икәнликини илгири сүрүшмәктә.


Муһаҗирәттики бәзи уйғур көзәткүчиләр нөвәттә уйғур районида тәсис қилинған “тәрбийиләш лагерлири” ни, 2 ‏-дуня уруши мәзгилидә қурулған натсистчә йиғивелиш лагерлириға охшатмақта. Бәзи тарихий материялларда көрситилишичә, натсистчә лагерлардики тутқунларму лагер башқурғучилириниң мәҗбурлиши билән сирттики уруқ-туғқанлириға өз әһвалиниң яхшилиқи һәққидә мәктуплар язған йәни аилә-тавабатиға өз әһвали һәққидә ялған мәлумат бәргән. Биз өткән йили лоптики бир сақчи хадимини зиярәт қилған вақтимизда, “тәрбийиләш лагери” да йетиватқан гүлнар әмәт исимлик бир қизниң дадисиға язған хетини оқуп бәргән; хәттә партийә вә һөкүмәткә миннәтдарлиқ билдүрүлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.