Уйғур зиялийлири хитай даирилирини илһам тохтини қоюп беришкә чақирди
2014.01.23

23-январ күни илһам тохти әпәндиниң тутқун қилғиниға 9 күн болди. Әмма хитай һөкүмәт даирилири илһам тохти әпәндиниң тутқун қилинишиниң сәвәби вә униң нәгә қамалғанлиқи һәққидә һечқандақ учур бәрмиди.
Бүгүн илһам тохти әпәндиниң аяли гүзәлнур ханим вә чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин елшат һәсән әпәнди һәмдә қәйсәр миҗит әпәнди қатарлиқлар радиойимизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмәт даирилирини илһам тохти әпәнди һәққидә хәлқараға қайил қиларлиқ җаваб беришкә чақирди.
Бүгүн әтигән радиомиз зияритини қобул қилған гүзәлнур ханим даириләрниң, ери илһам тохтини тутқун қилғиниға 9 күн болған болсиму, әмма йәнила уни немә үчүн тутқун қилғанлиқини вә тутқун қилинған уйғур оқуғучилар һәққидә учур беришни рәт қилғанлиқини билдүрүп, илһам тохтиниң әһвалиға көңүл бөлүватқан барлиқ достларни илһам әпәндиниң дерикини қилишқа чақирди.
Бүгүн йәнә уйғур зиялийлиридин америкидики сиясий анализчи елшат һәсән әпәнди вә бостун харвард университетида докторлуқ оқуватқан қәйсәр әпәндиләрму радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, хитай даирилирини илһам тохти әпәнди һәққидә дуня җамаәтчиликигә қанаәтлинәрлик җаваб беришкә чақирди.
Сөһбитимиз җәрянида елшат әпәнди хитай даирилириниң илһам тохтини тутқун қилишиниң, әмәлийәттә уйғурларға қаратқан сияситидики зор бир хаталиқ икәнликини әскәртип, хитай һөкүмитини илһам тохтини шәртсиз қоюп беришкә чақирди.
Илһам тохти әпәнди тутқун қилинғандин буян фәйсбок қатарлиқ аммиви тор бекәтлиридә уни қоюп бериш чақириқиға имза топлашта актип паалийәт елип бериватқан қәйсәр әпәнди болса, илһам тохти әпәнди вә униң аилиси төләватқан еғир бәдәлни әскәртип, һәр бир уйғурниң өз хәлқи үчүн барлиқини беғишлиған илһам тохтидәк бири үчүн сөзләш мәсулийити барлиқини тәкитләш билән биллә, өзиниң бир уйғур болуш сүпити билән илһам тохти вә униң аилисигә сәмимий рәһмитини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.