Париж шәһәрлик һөкүмәт бинасида 5-июл вәқәси вә илһам тохти тоғрисида йиғин чақирилмақчи
2016.06.28

8-Июл фирансийә уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәмкарлишиши билән париж шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң йиғин залида 5-июл вәқәси вә илһам тохти мәсилиси тоғрисида илмий муһакимә йиғин чақирилидикән.
Фирансийә уйғур бирләшмисидин игилишимизчә, 8-июл париж шәһәрлик һөкүмәт бинасида 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл вәқәси вә 2014-йилидин етибарән хитай түрмисигә қамалған уйғур өктичи зиялийси илһам тохти тоғрисида мәхсус илмий муһакимә йиғини чақирилидикән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған фирансийә уйғур бирләшмисиниң рәиси әркин аблимит бу қетим чақирилидиған йиғинниң тәйярлиқ хизмәтлириниң асасий җәһәттин тамамланғанлиқини билдүрүш билән биргә, йиғинда муһакимә қилидиған асаслиқ мәсилиләр вә йиғинға қатнишидиған бир қисим әрбаблар һәққидә тохталди.
Әркин аблимит 5-июл вәқәси үрүмчидә йүз бәргәндин кейин та һазирғичә болған вақитқичә фирансийә һөкүмитиниң бу вәқәгә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқанлиқини шундақла бу қетимқи хатириләш паалийитигә мунасивәтлик орунларниң алаһидә күч чиқарғанлиқини билдүрди.
Әркин аблимитниң ейтишичә, бу қетимқи илмий муһакимә йиғинида илһам тохтини 2016-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситиш мәсилисиму музакирә қилинидикән.
Әркин аблимитниң илгири сүрүшичә, илмий муһакимә йиғинида йәнә 2015-йили уйғурлар һәққидә мақалә язғанлиқи сәвәбидин хитайдин қоғланған фирансуз мухбир урсула готийир ханим уйғур мәсилиси бойичә алаһидә доклат сөзләшкә тәклип қилинған.
2009-Йили 5-июл вәқәси йүз берип шу йили дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимни алаһидә японийәгә тәклип қилип бу вәқә һәққидә мәхсус доклат бериш паалийитини тәшкиллигүчиләрдин бири арома ханим париж шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң йиғин залида бу хилдики илмий муһакимә йиғининиң чақирилиши тоғрисида тохтилип: “мән 5-июл вәқәсини йеқинқи заман уйғур тарихидики әң зор паҗиәлик вәқәләрдин бири дәп һесаблаймән. Шуңа мумкин қәдәр бу вәқәни хатириләш паалийәтлириниң көлимини вә даирисини кеңәйтип изчил һалда вәқәни дуняға аңлитишқа тиришсақ. Ишинимәнки, чоқум хитай компартийәси хәлқара сот алдида җавабкарлиққа тартилиду. Мән фирансийәдә бу хатириләш паалийитиниң елип берилидиғанлиқини аңлап толиму хурсән болдум” деди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.