Илһам тохтиға берилгән “исмаил гаспирали әркинлик мукапати” истанбулда уйғурларға тапшурулди
2016.07.27

2014-Йили б д т мәдәнийәт, илим-пән вә маарип тәшкилати тәрипидин “исмаил гаспирали йили” елан қилиниш мунасивити билән, түрк дуняси журналистлар җәмийити тәрипидин тәсис қилинған “исмаил гаспирали хәлқаралиқ инсан һәқлири вә журналистлар мукапати” ниң тунҗи мукапати, хитай түрмисидики мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиға берилгәнлики елан қилинған иди. Илһам тохтиниң америкидики қизи җәвһәрниң түркийәгә берип мәзкур мукапатни елиш имканийити болмиғанлиқи үчүн, түрк дуняси журналистлар җәмийити хадими гунгор явуз арслан әпәнди 24-июл күни өткүзүлгән мурасимда түркийәдики уйғур паалийәтчилиридин һамутхан көктүрк әпәнди қатарлиқларға тапшуруп берип, мукапатни униң америкидики қизи җәвһәргә йәткүзүп беришни һавалә қилған.
2014-Йили 1-ноябир күни түркийәниң бартин вилайитидә өткүзүлгән “исмаил гаспирали әркинлик мукапати” мурасимида хитай түрмисидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң нами мәзкур мукапатқа еришкән тунҗи уйғур сүпитидә тилға елинип, уйғурларни һаяҗанға салған иди.
Түркийәниң истанбул шәһиридики уйғур паалийәтчиси һамутхан көктүрк әпәнди бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, әйни чағда мәзкур мукапатниң уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн хитай түрмисидә йетиватқан илһам тохти әпәндигә берилгәнликини елан қилған “түркчә сөзләйдиған әлләр журналистлар бирликиниң рәиси гүнгөр явуз арслан әпәндиниң 24-июл күни мәзкур мукапатни уйғурларға тапшуруп, уларниң мукапатни илһам тохтиниң америкидики қизи җәвһәр илһамға йәткүзүп беришини һавалә қилғанлиқини билдүрди.
Мәзкур мукапатниң әһмийити һәққидә тохталған истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамутхан көктүрк әпәнди, татар хәлқиниң әркинлики үчүн бир өмүр күрәш қилған исмаил гаспиралини хатириләш үчүн тәсис қилинған “исмаил гаспирали әркинлик мукапати” ниң, өз қәлими вә тилиға тайинип тинч йол билән уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн хитай даирилири тәрипидин “дөләтни парчилаш, миллий қутратқулуқ” җинайити артилип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтиға берилишиниң муһим қоллаш әһимйитигә игә икәнликини билдүрди.
Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, әйни чағда йәни 2014-йили бу мукапатни тәсис қилған түркчә сөзлишидиған әлләр хәлқаралиқ журналистлар бирлики илһам тохтиға мукапат берилидиғанлиқини елан қилғандин кейин, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси мәзкур журналистлар бирликиниң рәиси гөнгүр явуз арслан әпәндигә телефон қилип, мукапатни илһам тохтиға мукапат бәрмәсликни тәләп қилған.
Зияритимизни қобул қилған түркийәдики уйғур паалийәтчиси һамутхан көктүрк әпәнди гөнгүр явуз арсланбәйниң хитай әлчихана хадиминиң тәлипини рәт қилип,“бизниң җәмийәт түркийә қануниға асасән қурулған қанунлуқ бир җәмийәт, бизниң һечқандақ бир қанунсизлиқ ишимиз йоқ, түркийә бир қанун дөлити, сиз әгәр бу тоғрида сөзләшмәкчи болсиңиз, сиз көрүшидиған орун түркийә ташқи ишлар министирлиқи, сиз мән билән әмәс, ташқи ишлар министирлиқи билән сөзлишиң,” дәп җаваб бәргәнликини билдүрди.
Һамутхан әпәнди йәнә 24-июл йәкшәнбә күни гөнгүр явуз арсланбәйниң илһам тохтиға берилгән “исмаил гаспирали әркинлик мукапати”ни өзлиригә тапшуруп бәргән чағда дегән сөзлири һәққидиму тохтилип, нөвәттики уйғур вәзийитини, уйғур зиялийси илһам тохтиниң паалийәтлирини яхши билидиған гөнгүр явуз арсланбәйниң бундин йүз йиллар илгири татар хәлқиниң әркинлики үчүн күрәш қилған исмаил гаспирали намида тәсис қилинған тунҗи мукапатниң уйғурларниң һәқ-һоқуқи вә әркинлики үчүн күрәш қилған илһам тохтиға берилишиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлигәнликини билдүрди.
Һамутхан көктүрк әпәнди зияритимиз ахирида 24-июл истанбулдики уйғур ресторанида өткүзүлгән мукапатни тапшурувелиш мурасимида, америкидин кәлгән әркин асия радиоси мухбири шөһрәт һошурға мәзкур мукапатни илһам тохтиниң америкидики қизи җәвһәр илһамға тапшуруп бериш һавалә қилинғанлиқини билдүрди.
Уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғини үчүн, 2014-йили 9-айда хитай һөкүмити тәрипидин “бөлгүнчилик” билән әйиблинип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтиға “түрк дуняси әркинлик мукапати” берилидиғанлиқи һәққидики хәвәр униң аилисидикиләрни һаяҗанға салған болуп, әйни чағда бейҗиңдин радиомиз зияритини қобул қилған илһам әпәндиниң аяли гүзәлнур ханим “өзлириниң түркийәгә берип мурасимға қатнишиш имканийити болмисиму, әмма бу хәвәрниң өзини қаттиқ һаяҗанландурғанлиқини билдүрүп, илһам түрмидә пут-қолиға кишән селинип қаттиқ азаб тартиватқан бу күнләрдә, униң дуня хәлқи тәрипидин болупму түрк хәлқи тәрипидин қәдирлиниши мени чәксиз һаяҗанға салди” дегән иди.