Илһам тохти әпәнди билән өткүзүлгән сөһбәт хатирилири 5
2015.11.06

2009 - Йили 8 - сентәбир күни радийомиз зияритини қобул қилған илһам тохти әпәнди, 2 - , 3 - , 7 - сентәбир күнлири үрүмчидә йүз бәргән хитай зораванлириниң адәм уруш, яриландуруш, өлтүрүш вәқәлиридә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт даирилириниң мәсилини бир тәрәп қилиш усулини тәнқидлигәндин башқа, уйғур хәлқи вә хитай хәлқигиму хитаб қилип: “уйғурлиримиз болсун, яки қайси милләттә болсун, милләтләр арисида өчмәнлик бир милләткә қаритилмаслиқи керәк. Һәрқандақ ишта буниңға әмәл қилиниши керәк” ликини тәкитлигән.
Илһам әпәнди бу хил өчмәнликниң яман ақивити һәққидә тохтилип: “миллий өчмәнлик күчийип кәтсә, хитай хәлқигиму, уйғур хәлқигиму, дөләткиму еғир зиян елип келидиғанлиқи” ни шуңа үрүмчидә барғанчә кәскинлишиватқан миллий зиддийәтни пәсәйтишниң муһимлиқини қайта - қайта тәкитләйдиғанлиқини вә бу қарашлирини “һәр хил васитилик йоллар арқилиқ һөкүмәткә йәткүзүшкә тиришиватқанлиқи” ни ипадилигән иди.
8 - Сентәбир елип берилған сөһбитимиздә илһам әпәнди йәнә, өзиниң һәр вақит қайта қолға елиниш хәвпидә турупму һөкүмәткә юқириқи тәклип - пикирләрни беришидики мәқсити һәққидә тохтилип: “җиддийлишиватқан вәзийәт, өткүрлишиватқан миллий мунасивәтни агаһландурушум хәлқ вә дөләт мәнпәәти үчүн” дегән иди.
У бу һәқтә: “мениң бу һөкүмәткә яман нийитим йоқ, бу дөләткә яман нийитим йоқ. Мән пәқәт бәзи тоғра әмәс мәсилиләрни дәватимән. Мән өзүм тәвә болған уйғур хәлқи техиму яхши, тоғра муамилигә еришсә, хәлқ яхши яшиса дәватимән. Айримичилиққа қарши туримән. Мән һәрқандақ террорға қарши туримән. Бу террор һөкүмәттин келәмду? бу террор қайси милләттин келиду? уйғурдинму, хәнзудинму? мән һәммисигә қарши туримән. Зораванлиққа қарши туримән. Мән һәрқандақ ишта чоқум қанун бойичә хәлқниң мән байқиған авазини йәткүзсәм дәймән. Бу дөләт техиму яхши болса, хәлқләр ара мунасивәт техиму иттипақ болса дәп ойлаймән. Мән мушуни тоғра дәп қариғанлиқимдин, мениң қәлбимдә қорқунч йоқ. Шуңа мән бүгүн 3 - сентәбир вәқәси һәққидә өз қарашлиримни сизгә дедим. Мениң қарашлиримға бу сөзләрниму қошуп қоюң” дегән җүмлиләр билән шу күнки сөһбәтни аяғлаштурған иди.
Юқириқи аваз улинишидин илһам әпәндиниң 2009 - йил 8 - сентәбирдики баянлириниң тәпсилатини аңлайсиләр.