Түркийә парламент әзаси нәвзат қорқмаз: “хитай илһам тохтини дәрһал қоюп бериши керәк”
2014.01.24

15-январ күни хитай җамаәт хәвпсизлик хадимлири бейҗиң мәркизи милләтләр университети оқутқучиси илһам тохтини елип кәткәнлик хәвири тарқалғандин кейин америка, явропа парламенти вә бәзи инсан һәқлири тәшкилатлири позитсийисини билдүрди.
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи техиғичә бу һәқтә баянат елан қилмиди. Униң үстигә 2013-йили ичидә уйғур диярида көп санда қанлиқ тоқунуш мәйданға кәлди. Бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн түркийә парламент әзаси нәвзат қорқмаз әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. У, уйғурларниң қануний һәқ вә һоқуқини қоғдашқа тиришиватқан илһам тохтини тутуп кетишини әйибләйдиғанлиқини баян қилғандин кейин, хитай һөкүмитини илһам тохтини қоюп беришкә чақирди. Төвәндә униң билән елип барған сөһбитимизни диққитиңларға сунимиз.
-Уйғур зиялийси илһам тохти хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилди, нәдә икәнликиму билинмәйду. Бу һәқтә түрк һөкүмити техичә баянат елан қилмиди, буниңға қандақ қарайсиз дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
-Алди билән илһам тохти үчүн көңлүмниң наһайити йерим болғанлиқини демәкчимән. Чүнки у пәқәт шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән наһәқчиликкә наразилиқ билдүрүп кәлгән, инсан һәқлири қоғдиғучиси. У, қанунға хилап бир нәрсә тәләп қилмиған, у, хитай һөкүмитиниң қанунлирида уйғурларға берилгән һәқ вә һоқуқлирини тәләп қилған. Хитай һөкүмити өзи түзгән қанунға хилап һалда уйғурларға зулум қилмақта. Хитай акадимикләргиму зулум қилмақта. Хитай уйғурларни йоқ қилишқа тиришмақта. Хитайниң бу қилмишлириға қарши чиқмиған түрк һөкүмитини әйибләймән. Түркийә һөкүмити сүрийә, мисир, пәләстиндики кишиләр үчүн дөлитимизниң әнәниви ташқи сияситигә хилап һалда сиясәт елип бериватиду. Дини, тили охшаш болған уйғурлар үчүн хитайға бирнәрсә демәйватиду. Биз милләтчи һәрикәт партийиси болуш сүпитимиз билән, түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давутоғлуни вә һөкүмитимизни әйибләймиз. Биз шәрқий түркистан мәсилисини һәр даим түркийә парламентида күн тәртипкә елип келимиз.
-Һөрмәтлик парламент әзаси нәвзат қорқмаз әпәнди сиз өткән йили түркийә парламентида сөз қилип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини аңлаттиңиз, түрк һөкүмитини уйғурларға көңүл бөлүшкә чақирдиңиз, парламенттики йепиқ йиғинлардиму уйғур мәсилиси күн тәртипкә келиватамду?-дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
-Биз милләтчи һәрикәт партийиси болуш сүпитимиз билән, парламенттики пүтүн пурсәтләрдин пайдилинишқа тиришиватимиз. Биз 44 йиллиқ тарихқа игә бир сиясий партийә болуш сүпитимиз билән, пәқәтла түркийидики түркләргила әмәс, пүтүн дунядики қериндаш хәлқләргиму көңүл бөлүп келиватимиз. Әпсуски 11 йилдин бери түркийини башқуруватқан һөкүмәтниң бундақ бир ғеми йоқ. Сизгиму мәлум ,түркийиниң ташқи сияситини һөкүмәт бәлгиләп әмәлийләштүриду. Биз өктичи партийә парламент әзалири болуш сүпитимиз билән, түркийиниң ташқи сияситидә уйғурларғиму орун берилишини әмәлгә ашуруш үчүн тиришиватимиз. Әпсуски, бу һөкүмәтниң ташқи сияситидә түрк дунясиға таза орун берилмәйватиду. Худа буйруса сайламда хәлқ бизгә ой бәрсә, һакимийәт бешиға кәлсәк, түрк дунясиға ташқи сияситимиздә алаһидә орун беримиз.
-Һөрмәтлик парламент әзаси нәвзат қорқмаз әпәнди, бүгүн дуня уйғур қурултийи намидин сейит түмтүрк әпәнди сизгә бир доклат бәрди. Уйғур зиялийси илһам тохти мәсилисини күн тәртипкә елип келәмсиз?-дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
-Сейит түмтүрк билән давамлиқ көрүшүп туруватимиз. Бизгә шәрқий түркистандики уйғур түрклири тоғрисида мәлумат берип туруватиду. Биз бу мәлуматлардин пайдилинип парламенттики йиғинларда шәрқий түркистан мәсилисини күн тәртипкә елип келиватимиз. Алдимиздики күнләрдә парламентта мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулум сияситини түрк җамаәтчиликигә аңлитимиз.
-Әң ахирида радио аңлиғучиларға немә демәкчисиз?-дегән соалимизға парламент әзаси нәвзат қорқмаз әпәнди мундақ җаваб бәрди:
-Мән пүтүн уйғур қериндашлиримниң аилилири билән бирликтә бәхтлик, раһәт, әркин-азадә, өз дөләтлиридә яшишини үмид қилимән. Шуни һәргиз унтумаңларки, таң етишқа әң йеқин заман әң қараңғу болған замандур. Худа буйруса уйғурларму йеқин кәлгүсидә әркинликигә еришиду. Һечқандақ бир дөләт зулум билән ават болмайду. Биз түркийидики түркләр һәр даим уйғур түрклириниң һәқлиқ дәвасини қоллап-қуввәтләймиз, һәр даим улар үчүн дуа қилимиз.