2014 - Йили ахириқи икки айда тутқун қилинған вә җазаға һөкүм қилинған уйғурлар
2015.01.02

2014 - Йилниң ахириқи икки ейида, уйғур елиниң һәрқайси наһийә, шәһәр, вилайәтлиридә даириләр аталмиш очуқ сот ечип, җазаға һөкүм қилиш, йүз бәргән вәқәләрдин кейинки тәкшүрүш - тутқун қилиш йоллири билән уйғурларни өлүм җазаси вә муддәтсиз, муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилди. Улар төвәндикичә:
1. 1 - Ноябир хотән илчи йезисида қанлиқ вәқә йүз бәрди
Бултур 11 - айниң беши уйғурчә иҗтимаий ахбарат вастилиридә хотән шәһиридә алдинқи шәнбә күни бир қанлиқ вәқә йүз бәргәнлики һәққидә учур тарқалди. Учурда баян қилинишичә, хитай сақчилири шәһәрниң топча дегән җайидики бир өйдә ахтуруш елип бериватқанда өйдә топлишип олтурған яшлар билән хитай сақчилири арисида тоқунуш келип чиққан, тоқунушта, хитай тәрәп оқ чиқирип, аз дегәндә 10 кишиниң өлүмигә сәвәб болған. Вәқәдин кейин илчи йезисида өй ахтуруп адәм тутуш елип берилған. Әмма хитай һөкүмәт ахбаратлирида вәқә һәққидә башқа мәлумат берилмиди.
Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида сақчи вә һөкүмәт хадимлири вәқәниң хотән шәһириниң илчи йеза 11 - кәнти йәни топча кәнтидә йүз бәргәнликини вә вәқәниң ақивитиниң еғир болғанлиқини ашкарилиди. Әмма улар вәқәниң тәпсилати һәққидә мәлумат бериштин өзлирини қачурди.
2. Қәшқәр оттура соти 22 уйғурни “диний радикаллиқ вә террорлуқ” билән әйибләп сот ачти
Қәшқәр оттура соти бултур 10 - ноябир дүшәнбә күни 22 уйғурни аталмиш “диний радикаллиқ вә террорлуқ идийисини тарқитиш” билән әйибләп, мәдәнийәт инқилаби дәвридики чоң күрәш йиғини түсини алған очуқ сот йиғини ачқан.
Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридин мәлум болушичә, сотта җаза һөкүм қилинған 22 нәпәр уйғур даириләр тәрипидин “ява ахун” дәп атилип,“қанунсиз диний тәблиқ елип барғанлиқи үчүн тутқун қилинған хәлқ ичидики диний затлар”, “һөкүмәт даирилири тәрипидин мәсчитләрдики вәзиписидин қалдурулған диний өлималар”, аталмиш “қанунсиз диний паалийәт билән шуғуллинишни давамлаштурған” уйғурлардин тәркиб тапқан. Даириләр ачқан сотта бу уйғурларға 5 йилдин 16 йилға қәдәр муддәтлик қамақ җазаси һөкүм қилинған. Аталмиш очуқ соттин кейин қәшқәр шәһириниң муавин партком секретари әнивәр турсун сөз қилип, йеқинқи йиллардин буян қәшқәр тәвәсидә диний радикаллиқ идийисиниң әвҗ алғанлиқини тәкитләп, һөкүмәтниң бу хил диний радикаллиқ идийисини тарқатқучиларға қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини билдүргән.
3. 14 - Ноябир чапчал наһийисидә икки уйғур әрздар чәтәл радиосиниң зияритини қобул қилғанлиқи сәвәблик қолға елинди
Бултур 14 - ноябир күни чапчал наһийәлик тәптиш мәһкимиси мәзкур наһийәдики йеридин айрилған икки нәпәр уйғур әрздарни рәсмий қолға алғанлиқини җакарлиған. Мәлум болушичә, даириләр қурбанҗан мәмәт вә ясинҗан мәмәт қатарлиқ икки уйғур әрздарни һөкүмәтниң ирадисигә қарши чиққанлиқи вә чәтәл радиосиниң зияритини қобул қилғанлиқи үчүн қолға алған.
4. 20 - Ноябир чәрчән наһийисидә 4 мәйдан очуқ сот ечилип 12 уйғурға җаза һөкүми елан қилинған
Җуңго хәвәр ториниң бултур 20 - ноябирдики хәвиригә қариғанда, чәрчән наһийәлик сот мәһкимиси 4 мәйдан аммиви һөкүм елан қилиш йиғини өткүзүп, 10 дело бойичә 12 уйғурға җаза бәргән. Хәвәрдә җаза һөкүм қилинған уйғур тутқунларниң исим - фамилиси берилмигән. Һалбуки, уларниң аталмиш “зораванлиқ, террорлуқ вә диний радикаллиқ” җинайәтлири билән әйибләнгәнлики илгири сүрүлгән.
5. 28 - Ноябир йәкән пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәсидә 11 уйғур һуҗумчи етиветилди, вәқәдин кейинки ой ахтурушта уйғурлар тутқун қилинди
Хитай даирилири бултур 28 - ноябир җүмә күни йәкәндә пичақлиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 11 һуҗумчини өз ичигә алған 15 адәм қаза қилғанлиқини елан қилди. Шинхуа ахбаратида вәқәниң 28 - ноябир җүмә күни чүштин кейин саәт 1:30 да йүз бәргәнликини елан қилди. Даириләр хәвиридә 10 нәччә уйғурниң пичақ вә партлатқучлар билән йәкәндики бир базарға һуҗум қилип, 4 адәмни өлтүргәнликини, әтрапта чарлаш елип бериватқан хитай сақчилириниң һуҗумчилардин 11 адәмни нәқ мәйдандила етивәткәнликини билдүрди.
6. 5 - Декабир ақсу шәһиридә җүмә намизидин чиққан 11 уйғур тутқун қилинған
Д у қ ниң билдүрүшичә, хитай аманлиқ даирилири бултур 5 - декабир ақсу шәһиридә чоң базар алдидики мәсчиттә җүмә намизи оқуп қайтқан 11 уйғурни гуманлиқ “диний ашқун” дәп тутқун қилған.
Д у қ баянатчиси дилшат ришит, тутқун қилинған уйғурлар хитай даирилириниң уйғур елида қозғиған “диний ашқунлуқ” қа зәрбә бериш һәрикитиниң қурбаниға айланғанлиқини билдүрди. Лекин у, тутқун қилинған уйғурларниң кимлики һәққидә һечқандақ учур бәрмиди.
7. 8 - Декабир күни 20 уйғурға җаза һөкүми елан қилинди. Булардин 8 уйғурға өлүм җазаси берилди
Бултур 8 - декабир күни үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси 30 - апрел үрүмчи пойиз истансиси пичақлиқ һуҗуми вә 22 - май үрүмчи әтигәнлик базар партлитиш һуҗумида тутқун қилинған 20 гә йеқин уйғурға җаза һөкүми елан қилди, булардин 8 нәпиригә өлүм җазаси берилди. Хәвәрдә көрситилишичә, шу қетимлиқ сотта әхмәт решит, аблиз давут қатарлиқ 8 уйғурға өлүм җазаси, 5 уйғурға өлүм җазасини кечиктүрүп иҗра қилиш җазаси, 4 уйғурға муддәтсиз қамақ җазаси, қалған икки уйғурға 10 йиллиқтин муддәтлик қамақ җазаси берилгән.
8 - Декабир күни йәнә мәшһур уйғур зиялийси илһам тохтиниң 7 оқуғучиси аталмиш “дөләтни парчилаш” җинайити билән әйиблинип, уаларға 3 йилдин 8 йилғичә муддәтлик қамақ җазаси берилди.
8. 8 - Декабир хотән керийәниң сийәк йезисида бир аял тутқун өлгән, 6 ай ичидә 50 уйғур тутқун қилинған
Иҗтимаий таратқуларда бултур 12 - айниң 8 - күни керийәниң сийәк йезисида бир аял тутқунниң өлгәнлики һәққидә учур тарқалди. Әмма учурда өлгүчиниң кимлики вә өлүмни кәлтүрүп чиқарған конкрет сәвәб баян қилинмиған.
Мухбиримизниң 16 - декабир игилишичә, сийәк йезисида йеқинқи 6 ай ичидә 50дин артуқ яш сиясий вә диний сәвәб билән тутқун қилинған. Керийә наһийилик қамақханида тутуп турулуватқан бу тутқунларниң ичидә 4 нәпири аял.
9. 14 - Декабир үрүмчидә йүз бәргән пичақлиқ һуҗумда 3 адәм яриланған, һуҗумчи уйғур қолға елинған
Хитай ахбаратлирида көрситилишичә,бултур 15 - декабир дүшәнбә күни үрүмчи пән - техника тәрәққият районида қатнайдиған 45 - йол аптобусида бир намәлум киши йолучиларға пичақлиқ һуҗум қилип, 3 адәмни яриландурған, яриланғучилар җиддий қутқузушқа йолланған, һуҗумчи қолға чүшкән.
10. 21 - Декабир хитай сақчилири хитай - вйетнам чеграсида бир уйғурни етип өлтүрди, 21 ни тутқун қилди
Хитай сақчилири бултур 21 - декабир күни гуаңшиниң вйетнам билән чегралинидиған пиңшяң базирида 22 уйғур мусапирни тутқун қилған, бир уйғур нәқ мәйданда етип ташланған. Хитай ахбарати уларниң кимликини тилға алмиған болсиму, радийомизниң пиңшяң базиридин ениқлиши давамида уйғур тутқунлар арисида 17 нәпәр аял вә балиниң барлиқи уларниң вйетнамға өтмәкчи болған уйғур мусапирлири икәнлики ашкариланди.