Керийәдики 29-январ қанлиқ вәқәсиниң тәпсилатлири ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.01.31
xoten-maniwer-xitay-saqchi.jpg Хитай қораллиқ күчлири террорлуққа қарши туруш маневири өткүзди. 2014-Йили 6-июн, хотән.
AFP


Өмәр абдуғени, өмәр мәмәт вә мәтселим мәткерим қатарлиқ үч нәпәр өсмүр пидаий 28 - январ күни чира наһийәсиниң янтақкөл кәнтидә өзлиригә хәвп - хәтәр шәкилләндүргән икки нәпәр сақчи вә бир аманлиқ хадимини пичақ тиқип өлтүргәндин кейин, сақчиларниң кичик йүк аптомобилини елип қачқан.

Булардин икки нәпири 29 - январ күни чүштә, ләңгәр йезисиниң йеңикөл кәнтидә хитай қораллиқ күчлириниң қоршавида қалған. Хитай тәрәп һаваға үч пай оқ чиқирип уларни тәслим болушқа үндигән, улар тәслим болушни халимиған, хитай тәрәп дәрһал оқ чиқирип уларни етип ташлиған.

Төвәндә бу вәқәниң инчикә тәпсилатлирини, вәқәдә вәзипә иҗра қилған ләңгәр йеза сақчихана хадиминиң өз еғизидин аңлайсиләр. Бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.