Уйғур паалийәтчиләр: хитайлар үчүн уйғур кадир билән уйғур пуқраниң пәрқи йоқ


2014.08.21
dilshat-rishit-305.jpg Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди. 2011-Йили 2-май. Вашингтон.
RFA

Һөкүмәт даирилири қәшқәр шәһиридә 18-чесла күни кадирлар йиғини чақирип 8 делодики 15 нәпәр уйғур кадирни биртәрәп қилиш қарарини уқтурди, буниң ичидики 5 нәпәр уйғур кадир йиғинда өзини тәкшүрди.

Мәлум болушичә, бу қетим қәшқәрдә мәмурий чарә көрүлгән бу 15 нәпәр кадирға “сиясий мәйдани ениқ әмәс, дөләтниң бир пүтүнлүкигә болған тонуши, милләтләр иттипақлиқини қоғдаштики актипчанлиқи, муқимлиққа болған қариши, позитсийиси, мәйдани ениқ әмәс, дөләт кадирлириниң динға етиқад қилмаслиқ бәлгилимисигә хилаплиқ қилип, ашкара һалда диний паалийәтләр билән шуғулланған, қаттиқ зәрбә беришкә тегишлик мәсилиләрдә қаттиқ қоллуқ қилмиған” дегәндәк қалпақлар кийдүрүлгән.

Биз бу тоғрисида көз қаришини елиш үчүн шветсийәдә турушлуқ дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитни зиярәт қилдуқ.

У хитай даирилириниң 15 нәпәр уйғур кадирни җазалиши, шәрқий түркистандики пүтүн уйғурларға диний етиқадтин чекиниш һәққидә қилған агаһландурушидур дәп көрсәтти.

Шветсийәдә паалийәт қиливатқан сиясий паалийәтчи абдулла әһәт хитай даирилириниң 15 нәпәр уйғур кадирни җазалиши, хитайниң пүтүн уйғурларни ортақ дүшмән дәп қарайдиған һәқиқий маһийитини көрситип бериду, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.