Дубәйдики тутқунниң аяли: йолдишим җеңҗудики алий мәктәп оқушини ташлашқа мәҗбур болған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.11.13
huseyin-imintoxti-1.JPG Һусәйин иминтохтиниң паспорти (аяли тәминлигән).
RFA

Мухбиримиз бүгүн, өткән айда дубәйдә сиясий панаһлиқ тиләватқан мәзгилидә тутқун қилинған уйғур муһаҗир һүсәйин иминтохтиниң әһвали һәққидә хәлқара органлардин мәлумат сориди.

Б д т ниң, панаһлиқ ишлириға алақидар комитетиниң оттура шәрқ мәсули билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң вашингтон әлчиханиси, мәзкур әһвалға алақидар соалларға хитайниң дубәйдики консулханиси җаваб бериши керәкликини баян қилди. Бүгүн һүсәйин иминтохти һәққидә игиләп мәлумат бәргән аяли, униң әслидә җеңҗудики бир тебабәт университетиниң оқуғучиси икәнлики, хитай салған аваричилик вә тәһдит сәвәбидин оқушини ташлап түркийәгә чиққанлиқини әскәртти.

Биз алди билән б д т панаһланғучилар ишханисиниң хәлқаралиқ алақә хадими William Spindler билән алақиләштуқ. У мәзкур әһвалға б д т панаһлиқ ишханисиниң оттура шәрқ баянатчиси Mohammed ABU ASAKER билән сөзлишишимизни тәвсийә қилди. Муһәммәд асикар әпәнди болса, әһвалниң тәпсилатини аңлиғандин кейин, өз ишханисиниң бу хил делоларға алақидар учурларни ахбаратчилар билән ортақлишалмайдиғанлиқини ейтти. У бу әһвал һәққидә мәлумат берәләйдиған орунниң әрәб бирләшмә хәлипиликиниң вашингтон әлчиханиси икәнликини ейтти.

Биз мәзкур әлчихана хадимиға, һүсәйин иминтохти исимлик бир панаһланғучиниң б д т да панаһлиқ тиләватқан мәзгилидә тутулғанлиқи, униң ақивити һәққидә аилә-тавабиатиниң бүгүнгичә һечқандақ учур алалмайватқанлиқини мәлум қилдуқ. У өзиниң бундақ бир әһвалдин пүтүнләй хәвәрсиз икәнликини ейтти, у бу һәқтә учурға игә вә җаваб беришкә тегишлик орунниң хитайниң әрәб бирләшмә хәлипиликидики әлчиханиси икәнликини ейтти.

Хитайниң әрәб бирләшмә хәлипиликиниң телефони-хизмәт сирти вақитқа тоғра кәлгәнликидин болса керәк-елинмиди.

Биз бүгүн йәнә тутқун һүсәйин иминтохтиниң аяли билән һүсәйинниң чәтәлгә чиқиштин бурунқи әһвали һәққидә мәлумат соридуқ. У һүсәйингә хитай даирилири келиватқан аваричиликниң у университетта оқуватқан мәзгилдә башланғанлиқини ейтти.

Униң дейишичә у әслидә җеңҗудики бир тебабәт университетида оқуватқан болуп, у оқуш мәзгилидә уйғур районидин кәлгән сақчиларниң бирнәччә рәт сорақ қилишиға дуч кәлгән. Сорақларда униң бурун хотәндики мәзгилидә диний тәлим алғанлиқи вә бәш вақ намаз оқуватқанлиқи тема болған. Униң үстигә шу мәзгилдә өзигә охшаш пикир вә һессияттики бир нәччә достиниң уштумтут ғайиб болуши уни оз тәқдири һәққидә әндишигә салған. Шуңа оқуш пүттүридиғанға йәнә икки йил қалғанда оқушни ташлиған вә түркийәгә сәпәр қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, дубәйдики тутқун һүсәйин иминтохти һәққидики сөһбәтниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.