Парижда өткүзүлгән илмий муһакимә йиғини вә бирләшмә намайишқа уйғурларму қатнашти
2016.10.10

8-Өктәбир фирансийәниң пайтәхти парижда өткүзүлгән “ойған фирансийә” намлиқ илмий муһакимә йиғиниға вә шундақла бирләшмә кишилик һоқуқ намайишиға уйғурларму қатнашти.
Фирансийә уйғур җәмийитидин игилишимизчә, фирансийәдики нопузлуқ университетларниң профессорлири вә бир қисим тәтқиқатчиларниң тәшкиллиши билән чақирилған “ойған фирансийә” намлиқ илмий муһакимә йиғиниға фирансийәдә паалийәт елип бериватқан кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин фирансийә уйғур җәмийитиниң бир қанчә әзалири алаһидә тәклип билән қатнашқан.
Телефон зияритимизни қобул қилған фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң ейтишичә, йиғинда асаслиқи фирансийәниң кәлгүси иқтисади, көчмәнләр мәсилиси тоғрисида илмий муһакимиләр елип берилған.
Йиғин арилиқида йәнә йиғин тәшкиллигүчиләрдин профессор аңғили тампер бир қисим йиғин әһлигә вә фирансийә уйғур җәмийитиниң вәкиллиригә явропада нөвәттә илһам тохти мәсилисиниң наһайити қизиқ нуқтилардин бири болуватқанлиқини билдүргән вә шундақла өзиниң илһам тохтини нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати қилип көрситишкә тиришиватқанлиқини илгири сүргән.
Мәзкур йиғин париж 5-районлуқ һөкүмәт бинасида чақирилған болуп, йиғин әтигән саәт 9:30 дин кәч саәт алтигә қәдәр давам қилған.
Фирансийә уйғур җәмийитиниң актип әзалиридин турсунҗанниң билдүрүшичә, шу күни йәнә фирансийәдики бир қисим уйғурлар кәч саәт алтидин башлап париждики җумһурийәт мәйданида мәркизи италийәдики “сотсиял либерал хәлқара кишилик тәшкилати”ниң тәшкиллиши билән чақирилған асия әллиридики азсанлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини қоғдаш бирләшмә намайишиға қатнашқан.
Парижда чақирилған мәзкур намайишта сөзгә тәклип қилинған фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит нөвәттики уйғур вәзийити тоғрисида қисқичә тохталған.
Мәлум болушичә, парижда чақирилған бу қетимқи намайиш мәркизи италийәдики “сотсиял либерал хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати” ниң һәр йили өктәбир ейида парижда елип баридиған кишилик һоқуқ паалийәтлиридин бири һесаблинидикән.
Фирансийәдики бир қисим уйғур кишилик һоқуқ мәсилилири мутәхәссислириниң қаришичә, фирансийә уйғур җәмийити вә шундақла атақлиқ журналист урсула ханим фирансийәдә уйғур мәсилисини аңлитишта бәлгилик рол ойниғанлиқтин, уйғур өктичи зиялийси илһам тохти мәсилиси фирансийәдә кәң тонулған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатни аңлаң.